“уйғур қирғинчилиқи” ға четишлиқ ширкәтләргә қаритилған “қара тизимлик” ни техиму кеңәйтиш чуқанлири көтүрүлмәктә

Мухбиримиз әзиз
2022.01.26

Америка сода министирлики уйғур дияридики қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтләр түпәйлидин бу қилмишларға бивастә яки вастилик четишлиқ болған бир қисим хитай муәссәсәлиригә җаза елан қилған һәмдә уларни “қара тизимлик” кә киргүзгән иди. Йеқинда бу “қара тизимлик” ни техиму кеңәйтиш чуқанлири явропада тушму-туштин оттуриға чиқишқа башлиди.

“җәнубий хитай әтигәнлик гезити” ниң 26-январдики обзор мақалисида көрситилишичә, әнглийә, явропа иттипақи вә башқа дөләтләрдики 35 нәпәр сиясйон өз дөләтлирини уйғур дияридики қирғинчилиққа четишлиқ ширкәтләр “қара тизимлики” ни турғузуп чиқишқа чақирған. Болупму австралийә, канада вә һиндистандики сиясийонлар америка сода министирликиниң “қара тизимлик” ини үлгә қилған һалда йеңидин “қара тизимлик” ишләш тәклипини оттуриға қойған. явропа парламентиниң әзаси, “хитай һәққидики хәлқара парламентлар бирләшмиси” ниң муавин рәиси рейнхард бутикофер буһ һәқтә сөз қилип: “биз чоң банкиларниң шинҗаңдики дәпсәндичилик қилмишида ойниға ролиға сәл қаримаслиқимиз лазим” дегән.

Обзорда ейтилишичә, әнглийә парламентиниң он нәччә әзаси әнглийә баш вәзири борис җонсонға әнглийәниң бу һәқтики “қара тизимлики” ни турғузуп чиқиш тәкливини бәргән. Шундақла HSBC банкисиниң уйғур дияридики мәбләғ селиш ишлирини тәкшүрүшни тәләп қилған.

Мәлум болушичә, бу хил “қара тизимлик” уйғур дияри билән бағлинишлиқ болған барлиқ сода паалийәтлирини мәни қилидиған болуп, буниң уйғур дияридики қирғинчилиқни чәкләштә муәййән роли болиду, дәп қаралмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.