Кеңәш палата әзаси рубийо волкесвагинниң хитайдики уйғур ирқий қирғинчилиқиға четишлиқ ширкәтләр билән болған алақисини сорүштүрди

Мухбиримиз әркин
2022.04.29

Америка кеңәш палата әзаси марку рубийо германийә аптомобил ширкити-волкесвагенниң президенти херберт диескә хәт йезип, униң хитайдики уйғур ирқий қирғинчилиқиға четишлиқ ширкәтләр билән болған алақисини сүрүштүргән. Рубийо хетидә волкесвагенниң хуайү кобалт вә чиңшән һәссидарлиқ гуруһи қатарлиқ икки хитай ширкити билән болған шерикчилик мунасивити тоғрисида йәниму илгирләп учур билән тәминлишини тәләп қилған.

Рубийониң хетидә тәкитлишичә, “бу икки ширкәт хитай компартийәсиниң шинҗаң уйғур аптоном районидики уйғур мусулманлириға қаритилған ирқий қирғинчилиқ вә демократик конго җумһурийитидики адәм әткәсчиликиниң қурбани болған балиларни мәҗбурий әмгәккә селишни ичигә алған дуня миқясидики қорқунчлиқ кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә иштирак қилған” икән.

Рубийо хетидә хуайо кобалт ширкитиниң конгодики кобалт қезишта бала ишчиларни мәҗбурий әмгәккә салғанлиқи, чиңшән һәссидарлиқ гуруһиниң һиндонезийәдә летиюм вә никел канлирини қезишта ямғурлиқ орманларниң екологийә системисиға бузғунчилиқ қилғанлиқини әскәртип: “буниңдин сирт волкесваген йәнә уйғур вә башқа етник, диний гуруппиларни, шундақла хитай хәлқ җумһурийитиниң ирқий қирғинчилиқиға учраватқан шинҗаң уйғур аптоном районида уйғур мусулманлирини мәҗбурий әмгәккә селиштин пайдиға еришип кәлди,” дегән.

Рубийо хетиниң ахирида херберт деисниң уйғурларға ирқий қирғинчилиқ елип бериливатқанлиқини етирап қилидиған-қилмайдиғанлиқи, волкесвагенниң үрүмчидики завутида қул әмгикини ишлитип баққан-бақмиғанлиқи, униң үрүмчидики завутини тақаш пиланиниң бар-йоқлиқи, шундақла униң хитай компартийәси билән болған мунасивити қатарлиқ суалларға җавап беришини тәләп қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.