Әнглийә ишчилар партийәси һөкүмәткә уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилдуруштин чекингән
2024.10.17
Әнглийә ишчилар партийәси бу йил 6-айдики сайламда һакимийәткә келиштин бурун, һөкүмәтниң уйғур ирқий қирғинчилиқини рәсмий етирап қилишини күчлүк тәшвиқ қилип кәлгәниди. Лекин әнглийә “муһапизәтчи” гезитиниң хәвәр қилишичә, әнглийә ишчилар партийәсидин чиққан ташқий ишлар министири дәйвид лами (David Lammy), бу һәптиниң ахири хитайда зиярәттә болушниң алдида, өзлириниң уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилдуруш пиланидин чекингән.
Дәйвид ламиниң 18-өктәбир бейҗиңға йетип баридиғанлиқи вә 19-өктәбир шаңхәйдә зиярәттә болидиғанлиқи қәйт қилинмақта. “муһапизәтчи” гезитиниң ейтишичә, дәйвид ламиниң зиярити әнглийәниң хитайға тутқан муамилисидики өзгиришни, хитай билән алақини күчәйтип, техиму қоюқ иқтисади мунасивәт қурушни көзләватқанлиқини көрсәтмәктә икән.
Хәвәрдә, әнглийә ишчилар партийәсиниң уйғур ирқий қирғинчилиқи етирап қилдуруштин ваз кечиши, бу қетимлиқ дипломатик урунушниң бир қисми икәнлики билдүрүлгән.
Әнглийә парламенти авам палатаси 2021-йили 4-айда, хитайниң уйғурларға тутқан муамилисини бирдәк ирқий қирғинчилиқ дәп етирап қилған. Әйни вақитта өктичи партийә болған әнглийә ишчилар партийәси һөкүмәтниң ирқий қирғинчилиқни рәсмий етирап қилишини тәләп қилғаниди. Әйни вақитта, бу партийәниң парламенттики асия ишлириға мәсул кандидат министири, әнглийә һөкүмитиниң уйғур ирқий қирғинчилиқини хәлқара сотқа ташлап беришниң йетәрлик болмайдиғанлиқини, бәлки уни б д т омуми йиғиниға елип чиқиши керәкликини оттуриға қойғаниди. Дәйвид ламиму 2023-йили “фибиян җәмийити” ниң йиғинида қилған сөзидә, әнглийә ишчилар партийәси һөкүмитиниң “шериклири билән көп тәрәплик һәрикәт қилип” хитайниң ирқий қирғинчилиқ йүргүзгәнликини етирап қилишниң қануни йоллирини издәйдиғанлиқини билдүргән. Лекин һазир әнглийә һөкүмитидики мәнбәләрниң “муһапизәтчи” гезитигә “ирқий қирғинчилиқ хәлқара сот мәһкимилири қарар қилидиған мәсилә” дегәнлики, шуниңдәк әнглийә ташқий ишлар министирлиқи баянатчисиниң “бу һөкүмәт…. Хәлқара шериклири билән маслишип, хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини җавабкарлиққа тартишта чиң туриду” дәп көрсәткәнлики қәйт қилинмақта.