"уйғур һәрикити" тәшкилати "ирқий қирғинчилиқ вә уйғурлар" намлиқ баянат елан қилди
Қирғинчилиқ җинайити вә бу җинайәтниң алдини елишта һаятидин айрилғанларни хатириләш һәмдә уларға һөрмәт билдүрүш күнидур. Бу мунасивәт билән "уйғур һәрикити" тәшкилати "ирқи қирғинчилиқ вә уйғурлар" дегән темида баянат елан қилған.
Баянатта мундақ дейилгән: "бүгүн хәлқаралиқ ирқий қирғинчилиқ вә зиянкәшликкә учриғучиларниң хатириләш һәмдә уларға һөрмәт билдүрүш, шундақла бу җинайәтниң алдини елиш күнидур. Бу хатириләш инсанийәт җәмийитиниң әң қараңғу тәрәплирини әскә елиш вә вә униң тәкрарлинишниң алдини елиш үчүн вәдә беришни нишан қилиду. "уйғур һәрикити" тәшкилати хәлқара җәмийәтни инсанийәт тарихидики йәнә бир апәтниң алдини елишқа чақириду. Уйғур хәлқигә йүргүзүливатқан ирқий қирғинчилиқ давам қиливатиду, бу техи хатириләш басқучиға кәлмиди. Әгәр хәлқаралиқ органлар вә тәшкилатлар тездин һәрикәткә кәлсә, у чағда уйғурлар нөвәттә дуч келиватқан ирқи қирғинчилиқниң техиму кеңийип кетишини тосуп қелиш пурситимиз болиду. "уйғур һәрикити" тәшкилати америка һөкүмитидин бу вәһшийликләрни ениқлаш вә униң алдини елишта тездин тәдбир қоллинишни тәләп қилиду."
2020-Йили 12-айниң 9-күни хәлқаралиқ ирқий қирғинчилиқ вә зиянкәшликкә учриғучиларни хатириләш вә һөрмәт билдүрүш күнидур. Бу күн йәнә 1948-йили елан қилинған "ирқий қирғинчилиқниң алдини елиш вә инсанийәткә қарши җинайәт садир қилғучиларни җазалаш әһдинамиси" ниң 72 йиллиқ хатирә күнидур. "ирқий қирғинчилиқниң алдини елиш әһдинамиси" б д т омумий кеңиши мақуллиған тунҗи кишилик һоқуқ шәртнамисидур. Бу әһдинамә хәлқара җәмийәтниң инсанийәткә қарши қирғинчилиқлар "мәңгү қайта йүз бәрмәслик" ирадисини билдүриду. Бу әһдинамә йәнә һәрқайсий дөләтләрни вә хәлқара җәмийәтни "ирқий қирғинчилиқ" ниң тунҗи хәлқаралиқ қануний ениқлимиси билән тәминләйду.