Хитай әнглийәниң ш т и һ ни террорчи тәшкилат тизимликигә алғанлиқиға мәдһийә оқуди
2016.07.22
Хитай ташқи ишлар министирлиқи баянат елан қилип, әнглийәниң йеқинда шәрқий түркистан ислам һәрикитини террорчи тәшкилатлар тизимликигә алғанлиқиға мәдһийә оқуған. Әнглийәниң бу туюқсиз қарари уйғур тәшкилатлириға наһайити тасадипий туюлған.
Улар хитайниң буни дәстәк қилип, уйғур районида кишилик һоқуқни давамлиқ дәпсәндә қилишидин қаттиқ әндишә қилидиғанлиқини илгири сүргән иди.
Хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси лу каң җүмә күни елан қилған язма баянатида, хәлқара җамаәтниң шәрқий түркистан ислам һәрикити пәйда қилған “хәтәрни етирап қилғанлиқи” ни қарши алидиғанлиқини билдүргән.
У: “ биз әнглийәни өз ичигә алған алақидар тәрәпләр билән террорлуққа қарши әмәлий һәмкарлиқ елип беришни халаймиз” дегән.
Америка билән б д т ш. Т. И. Һ ни 2002-йили 9-айда террорлуқ тәшкилатлар тизимликигә алған болсиму, әмма у 2004-йилдин кейин америкиниң террорлуқ тәшкилатлар тизимликидин чүшүп қалған.
Бәзи чәтәллик анализчилар, шәрқий түркистан ислам һәрикитиниң бир системилиқ тәшкили аппарат икәнлики гуманлиқ, дегән қарашни илгири сүрүп кәлгән.
Уйғур паалийәтчиләрниң қаришичә, хитай һөкүмити ш. Т. И. Һ ни дәстәк қилип, уйғурларниң қанунлуқ сиясий тәләплирини бастуруп кәлгән.