Түркистан ислам партийәси: “хитай һөкүмитиниң хаталиқи үчүн хитай хәлқи җазаланмаслиқи керәк”
2021.09.14
Америкидики “һәптилик хәвәрләр” жорнили өзиниң йеқинқи санлирида “түркистан ислам партийәси” ниң баянатлириға кәң орун беришкә башлиған. Мәзкур жорнал өткән һәптисики бир хәвиридә мәзкур гуруһниң өзлиригә баянат берип: “американиң афғанистандин чекиниши хитайға қарши турушиниң пурсити” дәп көрсәткәнликини илгири сүргән. Бу хәвәр хитай һөкүмити америкадин “шәрқий түркистан ислам һәрикити” ни қайтидин “терорлуқ тәшкилатлар тизимлики” гә елишни тәләп қиливатқан мәзгилдә елан қилинған иди.
“һәптилик хәвәрләр” жорнили 12-сентәбир “түркистан ислам партийәси” һәққидә йәнә хәвәр бәргән. Хәвәрдә ейтилишичә, бу гуруһниң бир баянатчиси “әгәр хитай йәр шарида чәкләнмисә, у бүгүн бизниң мәсчитлиримизни чеқип, ‛қуран‚ ни чәкләп, кишилик һоқуқимизға хилаплиқ қилғинидәк, кәлгүсидә дуня униң ‛тәврат‚ вә ‛инҗил‚ ни чәкләп, черкавларни мал қотуниға айландурғанлиқиға шаһит болиду,” дегән. Мәзкур баянатчиниң “һәптилик хәвәрләр” гә ейтишичә, улар “америка һөкүмитиниңла әмәс, барлиқ дөләтләр вә хәлқләрниң хитайға қарши һәрикәт қоллинишини үмид қилидикән.”
Хәвәрдә бу баянатчиниң исми вә бу баянатни нәдә туруп бәргәнлики тилға елинмиған. Бирақ бу намсиз баянатчи йәнә: “хитай хәлқи хитай һөкүмити садир қилған хаталиқлар үчүн җазаланмаслиқи лазим …хитай хәлқи залим хитай һөкүмитини өзи ағдуруп ташлиши керәк,” дегән.
“һәптилик хәвәрләр” жорнилиниң ейтишичә, америка ташқий ишлар министирлиқи “түркистан ислам партийәси” ниң баянатиға қарита дәрһал инкас билдүрмигән. Лекин хәвәрдә, ташқий ишлар министирлиқиниң бу йил 6-айда “шәрқий түркистан ислам һәрикити” ни “терорлуқ тәшкилатлар тизимлики” дин чиқиривәткәнликини дәлиллигәнлики тәкитләнгән.