Иссиқ көл астидин қәдими шәһәр харабиси байқалди

Мухбиримиз үмидвар
2015.08.30


Қирғизистан вә русийәниң томск унивәрситетиниң археологийә мутәхәссислири бирликтә иссиқ көлиниң җәнубий қисимдики су астидин қәдимки шәһәр харабиси изини тапқан.

“қир таг” агентлиқиниң хәвәр қилишичә су астидики харабидин көп сандики асарә әтиқиләр тепилған болуп, бу җай иссиқ көлниң җәнуби қирғиқидин 2 километир йирақлиққа тоғра келидикән,

Алимлар су астидики харабидин тепилған буюмларниң 2 миң 500 йиллиқ тарихқа игә икәнликини бекиткән.

Томск университететиниң археологийә әтрәт башлиқи дмитрий горн бу су аситидики шәһәрниң әслидә исиқ көл бойидики йипәк йоли түгини икәнлики, лекин узун йиллардин кейин көл сүйиниң көтүрүлүши билән суға чөкүп кәткәнликини билдүргән.

Қирғизистан тарихчиси плоских, су астидики шәһәр харабисидин деһқанчилиқ мәдәнийитигә аит буюмлар тепилғанлиқи, мис вә туч қораллар вә башқилар барлиқини көрситип, иссиқ көл бойида қәдимки дәврләрдә пәқәт көчмәнләр мәдәнийити һөкүм сүргән дейишниң тоғра әмәслики, бу йәрдә қәдимки олтурақ мәдәнийәт мәвҗутлуқини илгири сүргән.

Қирғизистан алимлири илгирила иссиқ көл астиға чөкүп кәткән қәдимки шәһәр харабиси барлиқини оттурға қоюшқан, һәтта бу шәһәрниң миладидин илгирики вақитларда гүлләнгән уйсунлар шәһири болуши мумкинликини пәрәз қилишқа иди.

Тарихчилар уйғур елиниң тарим дәрясиниң шимали қисми билән учтурпанниң бәдәл арт тағ еғизи арқилиқ иссиқ көл бойлири арисида қәдимдинла зич алақә орнитилганлиқини қәйт қилиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.