Истанбулдики рәйна кечилик кулубини қанға бойиған террорчиниң кимлики һәққидики түрлүк охшимиған учурлар ғулғула қозғимақта

Мухбиримиз қутлан
2017.01.07

Истанбулдики рәйна кечилик кулубида йүз бәргән террорлуқ һуҗуми бүгүн 7-күнигә қәдәм қойған болсиму, әмма террорчиниң техичә тутулмаслиқи вә кимликиниң җәзимләштүрүлмәслики иҗтимаий таратқуларда күчлүк ғулғула қозғимақта.

Болупму түркийә һөкүмәт вә сақчи тәрәпниң террорчиниң кимлики һәққидики бир-биригә охшимиған баянатлири шундақла түркийә таратқулиридики зиддийәтлик хәвәрләр авам арисида пикир қалаймиқанчилиқи пәйда қилмақта.

Өткән бир һәптә давамида түркийә таратқулири террорчиниң дағистанлиқ мусулман, орта асиялиқ қазақ, өзбәк, қирғиз яки таҗик вә яки сүрийәдики уруштин қайтқан уйғур болуш еһтималлиқлири һәққидә түрлүк хәвәрләрни тарқатти. Болупму 5-январ күни түркийәниң муавин баш министери вәйис қайнақниң “террорчиниң уйғур болуш еһтимали йоқири” дәп баянат бериши билән түркийә вә дунявий таратқуларда рәйна кулубини қанға бойиған террорчиниң уйғур икәнлики һәққидә арқа-арқидин хәвәрләр берилди. Бу һал муһаҗирәттики уйғурлар, болупму түркийәдики уйғурлар арисида қаттиқ биарамлиқ вә әпсуслуқ кәйпияти пәйда қилди.

Һалбуки, бүгүн, йәни 7-январ күни түркийәдики “һүррийәт” вә “миллийәт” гезитлири истанбул әмнийәт мудирлиқи тәминлигән әң йеңи учурға асасән террорчиниң абдулқадир машарипоф исимлик өзбәк икәнлики һәққидә хәвәр бәргән. Хәвәрдә террорчиниң “әбу муһәммәд хурасани” дегән код исимни қолланғанлиқи билдүрүлгән.

Түркийә сақчи тәрәп билән таратқулардики бир-биригә охшимайдиған баянлар түркийәдә истиқамәт қиливатқан қериндаш түрк җамаәтлирини биарам қилған. 6-январ күни истанбулниң зәйтунбурну районидики қериндаш түрк тәшкилатлири билән вәхпилириниң вәкиллири истанбул әмнийәт мудирлиқиға йиғилип таратқулардики пакитсиз қаратмилиқ вә мәсулийәтсизликкә қарши наразилиқ билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.