Истанбулдики рәйна кечилик кулубини қанға бойиған абдуқадир машарипофқа сот ечилди
2017.12.11
2017-Йили 1-январ кечиси түркийәниң истанбул шәһиридики рәйна кәчлик бәзмиханисиға қораллиқ һуҗум қилип, 39 кишини етивәткән, 79 кишини яриландурған абдуқадир машариповға бүгүн рәсмий сот ечилди.
Фирансийә бирләшмә агентлиқиниң хәвиридә ейтилишичә, өзбекистан пуқраси болған абдуқадир машарипоф вә униң аяли, шуниңдәк ашу қетимлиқ вәқәгә четишлиқ 56 киши бүгүнки сотқа елип келингән. Сотта униңға “қораллиқ террорчилар гуруһиға қатнишиш”, “қануний тәртипни бузушқа урунуш”, “көп адәмни өлтүрүш” қатарлиқ җинайәтләр артилған. Сотта һәр бир зиянкәшликкә учриғучи вә террорлуқ һәрикити үчүн абдуқадир машарипофқа җәмий 40 қетимлиқ муддәтсиз қамақ җазаси берилгән. Қамақ җазаси мушу айниң 11-күнидин башлап истанбулдики силиври түрмисидә иҗра қилинидикән.
Хәвәрдә ейтилишичә, бүгүнки сотқа елип келингәнләр асасән чәтәлликләр болуп, уларниң ичидә бир қисим уйғурларму бар икән. Сотниң ахирида содийә җавабкар абдуқадир машарипофқа сөз қилиш пурсити бәргән. Әмма у “сүкүт қилиш һоқуқи” ни ишлитип, зуван сүрмәй олтурувалған һәмдә җинайитини бойниға алмиған.
Әйни вақитта рәйна кәчлик бәзмиханисиға һуҗум қилған гумандарни “уйғур болуши еһтималға бәк йеқин” дегән сөзләр кәң тарқалған. Әмма абдуқадир машарипоф тутулғандин кейин униң өзбек икәнлики айдиңлашқан иди. “әркин явропа радиоси” ниң хәвиридә ейтилишичә, абдуқадир кәчлик бәзмиханиға һуҗум қилиштин илгири афғанистанда һәрбий тәлим-тәрбийә мәшиқи көргән. Кейинчә, сүрийәдики “даиш” тәшкилатиниң көрсәтмиси бойичә истанбулда террорлуқ һуҗуми қозғиған.