Истанбул рейна кәчлик кулуб һуҗумчисиниң аялиму даеш әзаси икән

Мухбиримиз әркин
2017.02.03

Йеңи йил кечиси түркийәниң истанбул рейна кәчлик кулубиға һуҗум қилип, 39 адәмни өлтүргән “ислам дөлити”‏-даешниң өзбекистанлиқ әзаси абдуқадир машарипофниң аялиниңму даеш әзаси икәнлики вә униң һуҗумдин хәвәрдар икәнлики илгири сүрүлди.

Түркийә “һөрийәт гезити” ниң җүмә күни хәвәр қилишичә, түркийә тәптиш даирилири машарипофниң аяли заринани өз ичигә алған 11 гумандарни рәсмий қолға елишни тәләп қилип, мәһкимигә йоллиған.

“һөрийәт гезити”ниң хәвиридә йәнә, мәһкимигә йолланған бу 11 кишиниң ичидә заринадин башқа мәйтибаке тусунмәйти Maitibake Tusunmaiti‏, адили салиму Adili Salimu, ислам магемадоф Islam Magemadov, бәхтияр абдурашитоф Bakhtiiar Abdurashidov, мәймәйти җумәйниязи Maimaiti Jumainiyazi қатарлиқ кишиләрниң барлиқини билдүрди.

“һөрийәт гезити” ниң қәйт қилишичә, мәйтибаке тусунмәйти истанбулдики бир мәхпий даеш қонақ өйини ахурғанда чиққан 159 миң доллар билән қолға елинған. “һөрийәт гезити”ниң хәвиридә йәнә, җүмәйниязиниң даешниң истанбулдики 12 мәхпий қонақ өйигә мәсул киши икәнликини илгири сүрди.

Бәзи көзәткүчиләр, адили салиму, мәйтибаке тусунмәйти, мәймәйти җумәйниязи қатарлиқ кишиләрниң исмиға қарап, уларниң хитай пуқраси яки сахта хитай паспорти ишләткән башқа әл пуқралири болуши мумкинликини қәйт қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.