Америка армийәси җәнубий деңизда башқуридиған бомба қоюп берип, хитайға агаһландуруш бәргән
2020.03.23
Америка тинч окян 7-филотиниң бир һуҗумчи парахоти җәнубий деңизниң филиппин тәвәликидики районда өткүзүлгән раст оқ етиш мәшиқидә бир башқурулидиған бомба қоюп бәргән.
Анализчилар бу хитайниң игилик һоқуқи ихтилаптики мәзкур районда елип бериватқан һәрбий һәрикитигә берилгән күчлүк сигнал, дәп көрсәтмәктә.
Америка деңиз армийәсиниң һәрбий мәшиқи хитайниң бу райондики һәрбий һәрикити күчәйгән шундақла хитайниң вухәндә партлиған корона вируси амәрика-хитай мунасивәтлирини җиддийләштүрүвәткән мәзгилгә тоғра кәлгән иди. Америка тинч окян армийисиниң 7-филоти 23-март күни елан қилған фейсбуктики учурида “USS Barriy” намлиқ һуҗумчи парахотниң филиппин деңизда өткүзүлгән раст оқ етиш һәрбий мәшиқидә бир башқурулидиған бомба қоюп бәргәнликини билдүргән.
Учурда “USS Barriy” ниң һинди-тинч окян районидики бихәтәрлик вә муқимлиқни қоғдаш һәрикитигә қатнишип, 7-филотниң қоманданлиқи астидики әң чоң һуҗумчи парахот искадрони болған 15-искандронға иштирак қилғанлиқи тәкитләнгән. Лекин учурда башқурулидиған бомбиниң қоюп берилгән конкрет орни, вақти, мусаписи қатарлиқ тәпсилатлар тилға елинмиған.
Буниң бир һәптә алдида хитайниң “йәр шари вақти гезити” бир хитай һәрбий мутәхәссисиниң сөзини нәқил кәлтүрүп, хитайниң бу райондики америка һәрбий парахотлириға еликтромагнетик вә лазер нурлуқ қоралларни ишлитиши керәкликини илгири сүргән иди. Мәлум болушичә, нөвәттә җәнуби деңиздики мәшиққә американиң “Te’odor Rozwélt” вә “USS Amérika”, намлиқ икки авияматка җәң гурупписи қатнашмақта икән.