Америка: “әгәр хитай хәлқара сотниң җәнубий деңиз тоғрисидики қарариға хилаплиқ қилса, иттипақдашлиримизни қоғдаймиз”

Мухбиримиз әркин
2022.07.13

Америка ташқий ишла рминистири антоний блинкен, әгәр хитай хәлқара сотниң 2016-йили җәнубий деңизниң игилик һоқуқи тоғрилиқ чиқарған қарариға хилаплиқ қилса, американиң райондики иттипақдиши болған филиппинни қоғдайдиғанлиқини билдүргән. Голландийәниң гаага шәһиридики хәлқара сот мәһкимиси филиппинниң әрзигә бинаән 2016-йили җәнубий деңизниң игилик һоқуқ тоғрисида кесим чиқирип, хитайниң мәзкур деңиз районидики игилик һоқуқ тәлипини рәт қилған. Бирақ хитай хитай хәлқара сотниң мәзкур қарарини тонумайдиғанлиқини елан қилип, бу райондики марҗан араллирида һәрбий әслиһә қурушни давамлаштуруп кәлгән иди.

Бирләшмә агентлиқиниң 12-июл хәвәр қилишичә, антоний блинкен, әгәр филиппин қисимлири, һәрбий парахотлири вә уруш айрупиланлири ихтилаптики мәзкур деңиз районида һуҗумға учриса, американиң филиппин билән болған иттипақдашлиқ келишими бойичә уни қоғдаш мәҗбурийити барлиқини ейтқан. Бу америка ташқий ишлар министириниң тунҗи қетим бу райондики иттипақдашлириға хитайниң райондики һәрбий иғвагәрчиликигә қарита уларни қоғдайдиғанлиқи тоғрисида хитайға ениқ сигнал беришидур.

Бирләшмә агентлиқиниң билдүрүшичә, блинкенниң бу агаһландуруши, 12-июл хәлқара сотниң қарари елан қилинғанлиқиниң 6 йиллиқи мунасивити билән американиң маниладики әлчиханиси тәрипидин елан қилинған. Блинкинниң баянатида мундақ дейилгән: “биз җуңхуа хәлқ җумһурийитини хәлқара қанундики мәҗбурийитини ада қилишқа вә иғвагәрчилик хаһишини тохтитишқа чақиримиз… биз шундақла йәнә җәнубий деңиздики филиппин қораллиқ күчлири, аммиви парахотлири яки айропиланлириға қаритилған қораллиқ һуҗумда, американиң өз-ара мудапийә әһдинамисини һәрикәткә кәлтүридиғанлиқини тәкитләймиз.”

Америка билән филиппин арисидики “өз ара мудапийә әһдинамиси” 1951-йили имзаланған. “блумберг хәвәрлири” агентлиқиниң билдүрүшичә, блинкенниң баянатидин бир күн аввал, йәни 11-июл күни австралийә дөләт мудапийә министири ричард марлес, американи һинди-тинч окян районидики һәрбий мәвҗутлиқини күчәйтишкә чақирған. Ричард марлес, америка өзиниң бу райондики һәрбий тәңпуңлиқини сақлимиса, буниң апәт характерлик ақивәтләрни кәлтүрүп чиқиридиғанлиқини ейтқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.