“җәнубий шинҗаң хизмәт йиғини” да уйғур елиниң җәнубий қисми “шаһмат тахтисиниң көзи” дейилгән

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2025.02.26

Хитай таратқулиридин “шинҗаң гезити” вә “тәңритағ тори” ниң хәвәр қилишичә, 26-феврал үрүмчидә “җәнубий шинҗаң хизмәт йиғини” ечилған болуп, йиғинға уйғур аптоном районлуқ партком, биңтүән вә һөкүмәт мәсуллириниң һәммиси дегүдәк қатнашқан.

Аптоном районлуқ партком секретари ма шиңруй бу йиғинда “партийәниң йеңи дәврдики шинҗаңни түзәш сияситини омумйүзлүк изчиллаштуруш, ‛шинҗаң бир шаһмат тахтиси болса, җәнубий шинҗаң униң көзи‚ дегән пикирниң чоңқур мәзмуни вә әмәлий тәлипини йәниму чүшиниш һәм игиләш, шинҗаңниң тәрәққиятини чәкләп қоюватқан гәвдилик мәсилиләргә диққәтни мәркәзләштүрүп, қийинчилиқлардин бөсүп өтүш, хитайчә алаһидиликкә игә заманивилаштуруш қурулушида сәпниң арқида қалмаслиқ үчүн шинҗаңни юқири сүпәттә тәрәққий қилдуруш” дегән нуқтиларни тәкитлигән.

Ма шиңруй бу йиғинда йәнә, һөкүмәтниң “җәнуби шинҗаңни шаһматниң көзигә айландурушни чөридигән бир қатар чоң сиясәт-тәдбирләрни йолға қоюп, бөсүш характерлик тәрәққиятларни қолға кәлтүргәнликини; бир қолда муқимлиқни, бир қолда тәрәққиятни чиң тутуп, иккисини мас қәдәмдә бирләштүргәнликини; җәнубий шинҗаңниң юқири сүпәтлик тәрәққиятидики чоңқур қатламлиқ мәсилиләрни күчәп һәл қилип, шинҗаңниң узун муддәтлик әминликини ишқа ашурушқа пайдилиқ түп өзгиришләрни барлиққа кәлтүргәнликини” алаһидә махтиған.

Ма шиңруй йәнә “шинҗаңниң муқимлиқини қоғдаш биринчи вәзипә” дегәнни қайта оттуриға қоюп, “террорлуққа зәрбә беришни қанунлаштуруш һәм даимлаштуруш, ‛үч хил күч‚кә зәрбә беришни күчәйтиш, террорлуқтин қоғдинишни пүткүл җәмийәт миқясида омумлаштуруш, йеңи дәврдики ‛феңчияв тәҗрибиси‚ дә чиң туруш һәм уни тәрәққий қилдуруш” дегәнләрни тәкитлигән.

Хитай һөкүмити йиллардин бери биңтүән билән йәрликниң қошулуп бир “шаһмат тахтиси” һасил қилишини муһим сиясәт қилип, биңтүәнни җәнубта кеңәйтишни, нопус қурулмисини өзгәртишни давамлаштуруп кәлмәктә иди. Мәзкур йиғинда җәнубтики вилайәтләр мәзкур “шаһмат тахтиси” ниң көзи дәп тәкитләнгән һәмдә бу җайларни нуқтилиқ өзгәртиш, һөкүмәтниң алаһидә мәбләғ тәминлиши билән “йеңи нопус, йеңи иқтисад, йеңи мәдәнийәт” ни үзлүксиз киргүзүш, йәни “йеңидин қан бериш” пиланини иҗра қилиш тәләп қилинған. Хитай һөкүмитиниң уйғур елиниң җәнубини ечиш вә өзгәртиш сиясити һәққидә пикир баян қилған мутәхәссисләр, буни хитайниң бу районни толуқ мустәмликә қилиш вә хитайлаштуруш һәрикити дәп қаримақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.