Җәнвәдики “сода вә кишилик һоқуқ мунбири” йиғинида уйғур мәҗбурий әмгики мәсилиси оттуриға қоюлди

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2023.11.27

Бирләшкән дөләтләр тәшкилати “сода вә кишилик һоқуқ мунбири” ниң 12-қетимлиқ йиғини 27-ноябир күни җәнвәдә башланған. Уйғурларниң мәҗбурий әмгәк мәсилисигә диққәт тартидиған бу муһим сорунға дуня уйғур қурултийи, уйғур һәрикити тәшкилати, уйғур кишилик һоқуқ қурулуши, уйғур америка бирләшмисиниң вәкиллири қатнашқан.

Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси әлфидар илтәбир “б д т сода вә кишилик һоқуқ мунбири” йиғининиң соал-җаваб қисмида һөкүмәтсиз тәшкилатлар қатарида сөз елип, “күнтахта вә токлуқ аптомобилдин ибарәт дунядики әң муһим икки саһәниң тәминләш зәнҗирлиридә мәҗбурий әмгәккә селиниватқан уйғурлар мәсилисиниң бүгүнки йиғинда оттуриға қоюлмиғанлиқи” ни тәнқид қилған. У сөзлигүчиләрдин бу саһәдики уйғур мәҗбурий әмгикини аяғлаштуруш үчүн қандақ пиланлириниң барлиқини билишни халайдиғанлиқини ейтқан.

Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң “сода вә кишилик һоқуқ мунбири” һөкүмәтләр, сода саһәси, җәмийәт вә иҗтимаий қурулушлар, адвокатлар, мәбләғ салғучилар, б д т аппаратлири, кишилик һоқуқ органлири, ишчилар уюшмилири, илмий тәтқиқатчилар вә ахбарат васитилириниң вәкиллирини бир ариға җәм қилидиған муһим вә әң чоң сода вә кишилик һоқуқ йиғилиши болуп һесаблиниду.

Уйғур тәшкилатлириниң вәкиллири 27-ноябирдин 29-ноябирғичә давам қилидиған бу йиғинда уйғур мәҗбурий әмгики мәсилисини күнтәртипкә қоюш үчүн сода вә сиясәт саһәсидики алақидар шәхсләр билән бир қатар учришишларни өткүзидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.