Җәвһәр илһам “әркинлик тәшәббусчиси” мукапатиға еришти

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.01.18

Уйғур мәҗбурий әмгикигә қарши туруш үчүн тинимсиз хизмәт қиливатқан җәвһәр илһам “әркинлик тәшәббусчиси” мукапатиға лайиқ көрүлгән.

Бу мукапат хәлқарадики қул әмгикигә қарши туруш хизмәтлиридики нопузлуқ тәшкилатларниң бири болған “әркинлик бирләшмиси” (Freedom United) тәшкилати тәрипидин тәсис қилинған. Улар мукапат һәққидики уқтурушида җәвһәр илһамниң хизмәтлиригә юқири баһа берип мундақ дегән:

“җәвһәр илһамниң уйғурларниң мәҗбурий әмгикини түгитиш йолида бошашмай көрситиватқан тиришчанлиқи әслидә хитайда ‛бөлгүнчилик‚ җинайити билән әйиблинип муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған дадиси, уйғур алими илһам тохти үчүн қилған паалийити билән башланған. Гәрчә җәвһәр дадисини қутқузуш мәқситигә техи йетәлмигән болсиму, әмма униң мәҗбурий әмгәк мәсилиси һәққидики хизмәтлири хитай һөкүмитигә бесим пәйда қилди.”

“әркинлик бирләшмиси” тәшкилати уқтурушида йәнә мундақ дегән: җәвһәр илһамниң “мурәккәп вә кәң көләмлик уйғур мәҗбурий әмгәк системиси һәққидә тәйярлиған юқири сәвийәлик доклатлири вә паалийәтчилики хәлқарада уйғур мәҗбурий әмгики билән булғанған мәһсулатларниң импорт қилинишиниң алдини елишта йәниму қаттиқ тәдбирләрниң чиқирилишиға түрткә болди”.

Җәвһәр илһам 1994-йили 7-айниң 1-күни бейҗиңда туғулған болуп, башланғуч, толуқсиз вә толуқ оттура мәктәпләрни бейҗиңда оқуған. У 2013-йили дадиси илһам тохтиниң айродромда қолға елиниши билән ялғуз америкаға кәлгәндин буян тохтимай тиришип, америкадики индиана университетини 2019-йили сиясий пәнләр, йеқин-шәрқ мәдәнийәт вә тил тәтқиқати вә мәркизий явро-асия тәтқиқати бойичә бирла вақитта бакалаврлиқ унвани билән пүттүргән.

Җәвһәр илһам, 2020-йилидин башлап мәркизи вашингтондики ишчилар һоқуқи бирләшмиси (Worker Rights Consortium) дә хизмәткә башлиған. У өзиниң паалийәтлири билән уйғурларниң чәтәлләрдики күчлүк авази болуп қалғаниди.

Җәвһәр илһам бу мукапат һәққидә “X” кә язған инкасида өзиниң өткән 10 йил мабәйнидә дадиси илһам тохтиға вакалитән нурғун мукапатларни қобул қилғанлиқини, әмма бу мукапатниң тунҗи қетим өзиниң хизмити үчүн берилгән мукапатлиқини ейтип, юқиридики органға тәшәккүрини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.