Җәвһәр илһам: “америка мәҗбурий әмгәк мәһсулатлириға чәклимә қойди, бирақ иш буниңлиқ билән түгимәйду”

Мухбиримиз җәвлан
2022.06.29

Уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси җәвһәр илһам йеқинда “томсон руйтрес фонди” торида мақалә елан қилип, “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” гәрчә мәҗбурий әмгәкни аяғлаштуруш күришидики дәвр бөлгүч вәқә болсиму, бу зулумни тохтитиш үчүн йәнә нурғун ишларни қилиш керәкликини оттуриға қойған.

У бу мақалисидә мундақ дәп язған: “мениң дадам, уйғур иқтисадшунас илһам тохти өз хәлқи учраватқан зулумға ашкара қарши чиққанлиқи үчүн тутулуп 8 йил өткән болсиму, башқа сансизлиған уйғурларға охшаш йәнила хитай түрмисидә ятмақта. Америка бу һәптидин башлап иҗра қилидиған ‛уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни‚ өз хәлқим вә башқа түркий хәлқләрни қоғдаш йолида бесилған муһим бир қәдәм, мисли көрүлмигән бир тарихий тәрәққият, әмма бу техи ишниң әмди башлиниши”.

Мақалидә көрситилишичә, мәзкур қанун иҗра қилинғандин кейин, уйғур районидин чиқидиған мәҗбурий әмгәк мәһсулатлири америка базириға киргүзүлмәйдикән. Һалбуки, хитай бу маллирини японийә, австралийә яки явропа иттипақи арқилиқ америкаға киргүзүши мумкин икән. Шуңа бу дөләтләрму бир тәрәптин американиң қануниға һөрмәт қилиши, йәнә бир тәрәптин тәминләш зәнҗирини хитайғила бағливалмаслиқи керәк икән.

Җәвһәм илһам ахирида мундақ дәп язған: “мән яшаватқан бу дөләттә хитайдики мәҗбурий әмгәкни чәкләйдиған қанунниң мәйданға келиши кишини һаяҗанға салидиған бир иш. Шундақтиму биз дунядики рәһбәрләрниң уйғур мәҗбурий әмгикидин келидиған мәнпәәтләрни рәт қилишиға, һәр бир ширкәтниң бу қилмишниң ақивитини обдан ойлишиға вә хитай маллирини тәминләш линийәсидин чиқирип ташлишиға муһтаҗ”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.