Җәвһәр йеңи хизмәт орниға атланди

Мухбиримиз әзиз
2020.09.01
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Йиллардин буян хитай түрмисидики уйғур зиялийси илһам тохтиниң дәвасини қилип келиватқан униң қизи, уйғур паалийәтчи җәвһәр илһам йеқинда вашингтон шәһиридики “коммунизм қурбанлири хатирә фонди” ға рәсмий хизмәткә чүшти.

Мәзкур фонд җәмийәтниң тор бетидә 31-авғуст елан қилинған хәвәрдә ейтилишичә, уйғурларниң ғәрб дунясидики авазлириниң биригә айланған җәвһәр 2013-йилидин буянқи дәвагәрлик, оқуш вә хизмәт тәҗрибилири асасида көп қетимлап уйғурлар һәққидики паалийәтләргә қатнашқан. Җүмлидин америка вә явропадики көп қисим дөләт рәһбәрлири билән учришиш, көплигән дуняви ахбарат васитилириниң зияритини қобул қилиш җәрянида дадисиниң һәмдә уйғурларниң нөвәттики вәзийити һәмдә уйғурлар дуч келиватқан зулумлар һәққидә сөз қилған.

Мәзкур җәмийәтниң рәиси марион симит бу һәқтә сөз қилип “фонд җәмийитимиз җәвһәр илһамни қарши алиду. Уйғурлар дуч келиватқан қирғинчилиққа қарита дуня техи йетәрлик инкас қайтурмиған әһвалда у һалда дадисиниң, уйғурларниң һәмдә коммунизмниң һәқиқий әһвалини техиму көп кишиләргә аңлитиду” деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.