Уйғур елидики 78 наһийидә җинайәтчиләрни електронлуқ назарәт қилиш системиси ишқа кириштүрүлди

Мухбиримиз ирадә
2013.07.18

Бүгүн хитайдики қанунчилиқ торидин мәлум болушичә, уйғур елидики әдлийә назарити йеқинда уйғур елидики 14 вилайәт, 78 наһийә, базарда җаза муддитини сиртта өтәватқанларни түзәш учур мәркизи қуруп, уларниң орнини електронлуқ система арқилиқ бекитиш, назарәт қилиш понкитлирини ишқа кириштүргән.

Бу система бойичә һазирғичә җаза муддитини сиртта өтәватқан җәмий 4000 нәпәргә йеқин җинайәтчи назарәт астиға елинған. Хитай даирилири мәзкур система синақ тәриқисидә йолға қоюлғандин тартип, җинайәтчиләрниң қилмишини тәкрарлаш һадисилириниң көрүнәрлик азайғанлиқини илгири сүргән болсиму, әмма уларниң зади қайси җинайәт категорийәсигә киридиғанлиқи һәққидә ениқ мәлумат бәрмигән.

Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит болса, һазир уйғур ели даирилириниң рамзан мәзгилидики муқимлиққа капаләтлик қилиш нами астида өйму-өй чарлаш елип берип, бихәтәрлик тәдбирлирини қаттиқ чиңитқанлиқини, шуңа електронлуқ система арқилиқ назарәт астиға елинған бу җинайәтчиләрниңму сиясий сәвәбләр түпәйлидин түрмигә елинған кишиләр болуш еһтималиниң интайин юқирилиқини билдүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.