Хитайниң “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи” манҗу ханиданлиқидин башланған икән

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.07.19

Хитай һөкүмәт тәтқиқатчилири хитайниң уйғур елидә кәң көләмлик иҗра қиливатқан “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи” бәрпа қилиш сияситиниң шәкиллинишини хитайларниң өзи нәччә әсир мустәмликә болған манҗуларниң чиң ханиданлиқи дәвригә бағлиған. Хитай һөкүмәт таратқулириниң билдүрүшичә, хитай пәнләр академийәси чегра район тәтқиқат орниниң тәтқиқатчиси лү венли чиң ханиданлиқиниң “сиңдүрүш шәклидики өз ара тәсир көрситиш” сиясий “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи” ниң шәкиллинишигә түрткә болғанлиқини илгири сүргән. Лү венли йеқинда “хитай хәвәрлири агентлиқи” ниң мухбирлириға сөһбәт елан қилип, “тарихта мәркизи һөкүмәтләрниң шинҗаңни башқуруши, һәр қайси милләт вә гуруппиларниң арисидики өз ара мәдәнийәт алмаштуруш, никаһлиниш вә сода қатарлиқларни илгири сүрүш арқилиқ ипадә тапқанлиқи” ни билдүргән.

Лү венлиниң көрситишичә, чиң ханиданлиқиниң “сиңдүрүш шәклидики өз ара тәсир көрситиш” сиясити туғқанчилиқ орнитиш, өз ара никаһлиниш, сода вә бир-бир бирини толуқлаш қатарлиқ шәкилләрдә өз ипадисини тепип, “җуңхуа миллитиниң көп қутуплуқ бир гәвдисиниң шәкиллинишини чүшинишниң ачқучи болған” икән. Һалбуки, лү венлиниң хитай һөкүмити уйғур елидә ассимилятсийә сиясити йүргүзүп, уйғур қизлирини хитайлар билән никаһлинишқа тәшәббус қилиш һәтта мәҗбурлаш билән әйиблиниватқан бир пәйттә, туғқанчилиқ вә никаһлинишниң манҗу ханиданлиқи дәвридин башлап йолға қоюлғанлиқини илгири сүрүши диққәт қозғимақта.

Тарихшунасларниң қәйт қилишичә, чиң ханиданлиқи 1759-йили җуңғар ханлиқини йоқитип, арқидин қәшқәрийә ишғал қилғандин кейин, мәзкур районни 1860-йилларғичә һәрбий мустәмликә түзүмидә башқуруп, йәрлик бәгликләр арқилиқ идарә қилған. 1878-Йили яқупбәгниң қәшқәрийә дөлити ағдурулуп, уйғур ели рәсмий чиң ханданлиқиға өлкә сүпитидә қетивелинған болсиму, әмма уйғурлар узун мәзгил йәнила бу районниң иқтисадий, иҗтимаий, демографик вә мәдәнийәт һаятида йетәкчи рол ойнап, хитай билән болған арилиқни сақлап кәлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.