Уйғур райони әмәлдарлири “җуңхуа миллити ортақ еңи” ни шәкилләндүрүшкә пайдисиз һәрқандақ ишни тосушни тәкитлигән
2023.08.29
Уйғур районида, хитай рәиси ши җинпиңниң җәнубий африқада өткүзүлгән “кесәк дөләтлири” башлиқлар йиғинидин қайтишида үрүмчидә тохтап өткәндә бәргән “шинҗаңни башқуруш истратегийәси” ни давамлиқ иҗра қилиш һәққидики йолйоруқини әмәлийләштүрүш қизғинлиқи көтүрүлгән. Хитай таратқулириниң хәвәр қилишичә, нөвәттә райондики йәрлик әмәлдарлар ши җинпиңниң “йолйоруқи” ға бәс-бәстә ипадә билдүрмәктә икән. Уйғур аптоном районлуқ маарип назаритиниң назири хитай тилини омумлаштуруш вә “җуңхуа миллити ортақ еңи” бәрпа қилишта қәтий тәврәнмәй маңидиғанлиқини ейтқан. Тарбағатай вилайәтлик бирликсәп бөлүминиң башлиқи, “җуңхуа миллити ортақ еңи” бәрпа қилишқа пайдисиз һәрқандақ ишни тосидиғанлиқини билдүргән.
Нөвәттә, ши җинпиңниң үрүмчидә бәргән “йолйоруқи” дин кейин, униң америка һөкүмити вә бәзи ғәрб парламентлири тәрипидин “ирқий қирғинчилиқ” дәп әйибләнгән “шинҗаң сиясити” ниң буниңдин кейин техиму радикал түс елишидин әндишә қилинмақта.
Ши җинпиң 26-авғуст күни үрүмчидә уйғур аптоном райони вә “шинҗаң ишләпчиқириш-қурулуш биңтүәни” ниң хизмәт доклатини аңлиғандин кейин, районда “җуңхуа миллити ортақ еңи” бәрпа қилишни техиму мустәһкәмләшни, хитай тилини күчәйтишни, техиму көп кишиләрни хитайниң ичкири өлкилиригә хизмәткә йөткәшни, районниң “хитай омумий дөләт вәзийитидики истратегийәлик орнини техиму чоңқур тонуп йетиш” ни тәләп қилған.
“шинҗаң гезити” ниң 29-авғуст хәвәр қилишичә, уйғур аптоном районлуқ маарип назаритиниң назири зулһаят исмаил, маарип назарити ши җинпиңниң һавалиси билән “дөләт ортақ тилиниң қанунда бәлгиләнгән тәләплирини тәврәнмәй йолға қоюп, униң җәмийәттә техиму кәң омумлишишини давамлиқ күчәйтиду. Униң омумлишиш дәриҗиси вә сүпитини юқири көтүрүп, ‛бәшни етирап қилиш‚ ни күчәйтиду. ‛җуңхуа миллити ортақ еңи‚ ни мустәһкәмләп, шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландурушни алға сүрүшкә төһпә қошиду” дегән.
Тарбағатай вилайәтлик партком бирликсәп бөлүминиң башлиқи җарқин җанбурбек “һәрқандақ ишта җуңхуа миллити ортақ еңини шәкилләндүрүшни асас қилиш” ни, униңға “пайдисиз һәрқандақ иштин қәтий сақлиниш керәклики” ни тәкитлигән.