Кабулда һазарә намайишчилириға қаритилған адәм бомба һуҗуми йүз берип, 80 адәм өлди

Мухбиримиз җүмә
2016.07.24
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp


Шәнбә күни кабулда һазарә намайишчилириға қаритилған адәм бомба һуҗуми йүз берип, 80 адәм өлгән, 230 дин артуқ адәм яриланған. Һуҗумни аталмиш ислам дөлити - “даиш” өзлири қилғанлиқини билдүргән.

Вәқә намайишчилар кабулниң дәһмазаң мәйданиға кәлгәндә йүз бәргән. Әйни чағда намайиш мәйданида миңлиған һазарә намайишчи юқири бесимлиқ електр линийәсиниң өз районини атлап өтүп кәткәнликигә наразилиқ билдүрүватқан икән.

Мәлум болушичә, кабул һөкүмити оттура асияни җәнубий асияға туташтуридиған юқири бесимлиқ ток линийисиниң йөлинишини әслидики пилан қилинған бамиян өлкисидин өзгәртип, салаң райониға йөткәп кәткән.

Хәвәрләргә қариғанда, бамиян өлкиси һазарә миллити топлишип олтурақлашқан район болуп, һөкүмәтниң ток линийисини өзгәртиш қарари буларниң наразилиқини қозғиған.

Һазарәләр ислам дининиң шиә мәзһипидики етник гуруппа болуп, уларниң сүнний мәзһипидикиләр көп санлиқини игиләйдиған афғанистанда диний вә ирқий кәмситишкә учрап кәлгәнлики мәлум.

Бу 500 киловатлиқ ток линйәси түркмәнистан - өзбекистан - таҗикистан - афғанистан - пакистан линйәси дәп атилидиған болуп, бу арқилиқ енергийә бай оттура асия електр енергийәсини афғанистан вә пакистан қатарлиқ дөләтләргә әрзан баһада тәминләш мәқәт қилинған. Асия тәрәққият банкиси вә дуня банкиси ортақ мәбләғ салған бу линийә қурулушиниң линийә пилани 2013 - йилила тамамлинип болунған.

Һалбуки, линийидә өзгириш болғандин кейин, һазарә хәлқи 2016 - йили январдин буян афғанистанниң бир қисим шәһәрлиридә намайишларни орунлаштурған.

Улар шәнбә күни йәнә бир қетим намайиш қилип, һөкүмәтниң линийәни өзгәртиш қарариға йәнә наразилиқ билдүргән.

Һалбуки, намайиш қанлиқ ахирлашқан. Әлҗәзирәниң хәвиригә қариғанда, һуҗумдин кейин баянат елан қилған “даиш” гуруһи өзлиригә тәвә икки һуҗумчиниң “бәдинигә бомбиларни теңип кабулдики шиәләргә һуҗум қилған” лиқини билдүргән.

Афғанистан сәһийә министири муһәммәд исмаил кавоси өлгәнләр саниниң йәнә ешиши мумкинликини ейтқан.

Афғанистан президенти әшраф ғәни өзиниң мәзкур һуҗумдин чоңқур қайғуға чөмгәнликини вә террористларни әйибләйдиғанлиқини билдүргән.

Мәзкур һуҗум йеқинқи айлардин буян афғанистанда йүз бәргән әң қанлиқ һуҗумларниң бири һесаблинидикән.



Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.