Канада хитайниң токлуқ аптомобил, полат вә алюмин мәһсулатлириға таможна беҗи қоюшни қарар қилған
2024.08.26
Хитайниң токлуқ аптомобил, полат-төмүр вә алюмин мәһсулатлири америка вә явропа иттипақидин кейин, канаданиңму таможна беҗи қоюшиға дуч кәлгән. Канаданиң бу қарари америка вә явропа иттипақиниң бу мәһсулатларға таможна беҗи қоюши хитайниң өч елиши, америка вә явропа иттипақи билән хитай арисида йеңи бир сода уруши партлашниң сигналлири челиниватқан бир пәйттә чиқирилған. Ройтерс агентлиқиниң билдүрүшичә, канада 26-авғуст дүшәнбә күни хитай токлуқ аптомобиллириға 100 пирсәнт, полат-төмүр вә алюмин мәһсулатлириға 25 пирсәнттин баҗ қойидиғанлиқини елан қилған. Хитайниң токлуқ аптомобил вә алюмин санаити нопузлуқ чәтәл тәтқиқат орунлири тәрипидин уйғур мәҗбурий әмгики мәркәзләшкән саһәләрниң бири, болупму уйғур мәҗбурий әмгики бу мәһсулатларниң руда ишләпчиқириш басқучиға мәркәзләшкәнлики қәйт қилинип кәлгәниди.
Америка “блумберг хәвәрлири” дә, канада баш министири җастин тредовниң бу пиланни канаданиң нова-скотийә өлкисидики һалифакс шәһиридә ички кабинет йиғини чақирип, иқтисадий вә ташқи сода сияситини музакирә қилғанда оттуриға қойғанлиқи қәйт қилинмақта. Ройтерс агентлиқиниң билдүрүшичә, баш министир тредов, канаданиң хитай мәқсәтлик елип бериватқан дөләт һамилидики ешинча ишләпчиқириш сияситигә қарши һәрикәткә өткәнликини ейтқан. Җастин тредов, “мениңчә, хитайниң охшаш қаидигә әмәл қилмайватқанлиқини биз һәммимиз билимиз” дегән. Мәлум болушичә, канада һөкүмитиниң қарари бу йил 1-өктәбирдин башлап рәсмий иҗра қилинишқа башлайдикән. Канаданиң хитай билән болған содиси америка билән селиштурғанда көп арқида болсиму, лекин хитай йәнила канаданиң 2-чоң сода шерики һесаблиниду. Канада ванковер портиниң таможна санлиқ мәлуматлиридин мәлум болушичә, тесла ширкити шаңхәйдә ишләпчиқарған токлуқ аптомобиллирини канадаға експорт қилишқа башлиғандин кейин, 2023-йили хитайдин канадаға импорт қилинған токлуқ аптомобил 460 пирсәнт артқан.