Хитай һөкүмити канадалиқ кәвин гарратни җасуслуқ билән әйибләп рәсмий қолға алған

Мухбиримиз әркин
2015.02.05

Хитай һөкүмити 2014‏- йили йили 8‏-айда шималий корийә чеграсидики дәндоңда қолға елинған канадалиқ әр-аяллардин кәвин гарратниң рәсмий қолға елинғанлиқини билдүрди. Бирақ кәвин гарратниң аяли җулийе гаррат кепилликкә қоюп берилгән.

Әр-аял гарратлар дөләт мәхпийәтликини оғрилаш билән әйиблинип хитай дөләт бихәтәрлик даирилири тәрипидин қолға елинған.

Иккийлән хитай һөкүмити шималий корийәлик мусапирларға ярдәм бәргән христиан диний гуруһлирини бастурушқа башлиған мәзгилдә қолға елинған иди. Хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси хоң лей пәйшәнбә күни “кәвин гаррат билән җулийе гаррат җуңгониң дөләт бихәтәрликигә бузғунчилиқ қилиш гумани билән тутуп турулди.

Җуңгониң алақидар органлири бу делони мувапиқ бир тәрәп қилиду вә тутқунларниң һоқуқиға капаләтлик қилиду” дегән.

Гаррат әр-аяллар “қутуп юлтузи” намлиқ канададики христиан диний ярдәм гуруһиға ишлигән. Канаданиң ванковер шәһиридә турушлуқ мәзкур диний җәмийәт хитайға қечип киргән шималий корийәлик мусапирларға ярдәм қилиш паалийити билән шуғуллинип кәлгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.