Канада парламентиниң консерватип әзалири һөкүмәткә уйғурлар һәққидә тәклип сунди

Мухбиримиз әркин
2019.01.07

Канада парламентиниң хәлқара кишилик һоқуқ бойичә төвән комитети йеқинда канада һөкүмитигә уйғурларниң нөвәттики вәзийити һәққидә 7 маддилиқ тәклип сунуп, һөкүмәткә уйғурларниң сиясий панаһлиқ ишлирини тезлитиш, “қайта-тәрбийәләш лагерлири” ни дәрһал тақашқа чақириш қатарлиқ тәләпләрни қойған.

Канада парламентиниң хәлқара кишилик һоқуқ бойичә төвән комитети өткән йилниң ахирлири арқа-арқидин бир қанчә қетим уйғурлар һәққидә гуваһлиқ йиғини чақирған. Йиғинда уйғур паалийәтчиләр вә чәтәллик мутәхәссисләр гуваһлиқ бәргән иди. Мәзкур комитеттики консерватиплар партийәси әзалириниң билдүрүшичә, улар бу комитеттики башқа партийә-гуруһларниң әзалири билән һөкүмәткә сунулидиған тәклип-пикир һәққидә пикир бирликигә келәлмигән. Шуниң билән улар өз алдиға тәклип пикри тәйярлап һөкүмәткә сунған.

7 Маддилиқ тәклип пикридә канада һөкүмитиниң уйғур вәзийитигә инкас билдүрүши тәләп қилинип, һөкүмәтниң канададики хитай пуқралирини қоғдиши, уйғурларниң сиясий панаһлиқ тилигүчилири вә мусапирлириниң рәсмийитини тезлитиши, һәрқандақ уйғур вә башқа түркий мусулманларни хитайға қайтурушни тохтитиши, канада һөкүмитиниң хәлқара күчләр билән бирлишип, хитайни “қайта тәрбийәләш программиси” ни бикар қилишқа чақириши, канада техникисиниң уйғур аптоном районидики тәқибләш ишлирида ишлитилишиниң қаттиқ алдини елиши, “магнитиский қануни” ни ишқа селип, уйғурларни җазалашқа иштирак қилған хитай әмәлдарлирини җавабкарлиққа тартиши. . . . . . Қатарлиқ тәләпләр оттуриға қоюлған. Канада һөкүмитиниң 7 маддилиқ бу тәклип пикригә қандақ инкас қайтуридиғанлиқи мәлум әмәс. Канада баш министири теридо илгири уйғур мәсилисигә йетәрлик көңүл бөлмәслик билән әйибләнгән болсиму, лекин канаданиң бейҗиңда турушлуқ баш әлчиси өткән йили 10‏-айда 15 ғәрб дөлитиниң бейҗиңда турушлуқ баш әлчилириниң уйғур аптоном районлуқ партком секретари чен чүәнгоға хәт йезип, униң билән көрүшүшни тәләп қилишиға йетәкчилик қилған. Бу мәктуп хитай даирилирини қаттиқ биарам қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.