Канаданиң “холфут” парчә сетиш зәнҗири шинҗаң пәмидурида ишләпчиқирилған пәмидур қиямини базарға селишни тохтатқан

Мухбиримиз әркин
2021.10.29

Канаданиң “холфут”, йәни “пүтүн йемәклик” намлиқ йемәк-ичмәк парчә сетиш зәнҗири уйғур елиниң пәмидурида ишләпчиқирилған пәмидур қиямини базарға селишни тохтатқан. Канада ахбарат ширкити-CBC ниң хәвәр қилишичә, бу қаналниң базар программиси ‍италийәдики бир ахбарат орни вә “муһапизәтчи” гезити билән бирлишип тәкшүрүш арқилиқ канадада сетиливатқан қича вә пәмидур қиямлириниң уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ болуши мүмкинликини байқиған.

CBC Ниң ейтишичә, улар нәстил, дел монте, юнилевер қатарлиқ бир қанчә даңлиқ маркиниңму уйғур елидики хитай ширкәтлиридин пәмидур сетивалидиғанлиқи, уни пакистан, филиппин, һиндистанға ‍охшаш васитичи дөләтләрниң пишшиқлап ишләп хәлқара базарға салидиғанлиқини байқиған. Хәвәрдә, канаданиң лоблавс, собейс, холфут қатарлиқ даңлиқ магизинлиридики ‍италийә мәһсулати болған пәмидур қиямлириниң пәмидурлириниңму уйғур елидә ишләпчиқирилғанлиқи билдүрүлгән. Хәвәрдә ейтилишиичә, бу магизинларни мал билән тәминләйдиған ‍италийә ширкәтлириниң “шинҗаң билән сода алақиси бар” икән.

Хәвәрдә, холфутниң дуканлиридики “365 қошлап қоюқландурулған пәмидур қиями” ни “антонио пети фу паскуале” намлиқ италийә ширкити тәминләйдиғанлиқи, бу ширкәтниң уйғур елидики тунхе ширкитидин пәмидур сетивелип, уни италийә мәһсулати, дәп базарға салғанлиқи, италийә даирилириниң уни тәкшүрүшкә башлиғанлиқии билдүрүлгән. CBC Ниң ейтишичә, бу хәвәрдин кейин холфутниң торонтодики дукини “365 қошлап қоюқландурулған пәмидур қиями” ни сетишни тохтатқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.