Илдико белләр-ханниң уйғур тәтқиқатиға беғишланған йеңи китаби-«келиштүрмә кимлик» йеқинда германийәдә йоруқ көргән
Уйғур мәсилисиниң хәлқаралишишиға әгишип, чәтәлләрдә уйғурларниң тарих, мәдәнийәт, җәмийәт вә етнографик әһваллириға беғишланған илмий тәтқиқат нәтиҗилири күнсайин көпәймәктә.
Тәтқиқатчи илдико белләр-ханниң йеқинда германийәдә йоруқ көргән йеңи китаби-«келиштүрмә кимлик» дәл шуниң җүмлисидиндур.
«Уйғур җәмийитидә 1990-йиллардики иш, етиқад, җинс вә әнәәниниң йөткилиши» дәп қошумчә мавзу қоюлған бу зор илмий әмгәктә уйғур дияри билән қазақистандики уйғур җамаитиниң 1990-йиллардики иҗтимаий мәдәнийити вә әқидә өзгиришлири параллел һаләттә йорутулған.
10 Бабтин тәшкил тапқан бу илмий әмгәк германийәниң халле шәһиригә җайлашқан макс-планк иҗтимаий инсаншунаслиқ иниститути явро-асия инсаншунаслиқи тәтқиқатиниң 31-томи сүпитидә нәшир қилинған.
Доктор илдико белләр-хан копенхаген университетиниң дотсенти болуп, 1990-йиллардин буян униң уйғур тәтқиқатиға беғишланған бирқанчә парчә китаби билән нәччә онлиған илмий мақалилири оқурмәнләр билән йүз көрүшкән.