Америка кеңәш палата әзаси крис кунс бейҗиңни “мәғлуп қилидиған” ортақ сиясәтни үмид қилди
2020.11.20
Қурулғуси байден һөкүмитиниң ташқи ишлар министири намзатлириниң бири, дәп қариливатқан, демократик партийәдин келип чиққан кеңәш палата әзаси крис кунс 20-ноябир ройтерс агентлиқиниң зияритини қобул қилип, хитай мәсилисидә бейҗиңни “мәғлуп қилидиған” ортақ сиясәтни үмид қилидиғанлиқини билдүргән.
Униң тәкитлишичә, “америка хитай билән тоқунушуп қелиш еһтималлиқиға тәйярлиқ қилип қоюши керәк” икән. У, “буниң американиң дуня сәһнисидә техиму актип, иттипақдашлири билән техиму зич һәмкарлишиши керәкликидин дерәк беридиғанлиқи” ни билдүргән.
Униң тәкитлишичә, “америка дуняға әрз-шикайәт билән йүзләнмәслики, бәлки башқиларни җәлп қилидиған бир йол көрситиши керәк” икән. У, ши җинпиң вә хитай компартийәсиниң американиң аталмиш “завалиққа йүз тутқанлиқи вә униң системисиниң бузулғанлиқиға ишәнч бағлиғанлиқи” ни билдүрүп, американиң завалиққа йүз тутмиғанлиқи, “униң һаяти күчкә толған, күчлүк вә мәсилиләрни һәл қилиш иқтидариға игә икәнликини көрситиш бизгә бағлиқ” дегән.
Униң билдүрүшичә, у байден һөкүмитиниң американиң қәйәрдә икәнлики, нәгә баридиғанлиқи, америка-хитай мунасивәтлиридә юмшақ яки қаттиқ қол болидиғанлиқини қарар қилиштин бурун дөләт мәҗлиси билән мәслиһәтлишишини күтидикән. У йәнә хитайниң рәқиб икәнликини ениқ көрүп йәткәнликини билдүрүп, “лекин шуниң билән бир вақитта һалқилиқ саһәләрдә хитай билән һәмкарлишалайдиған болушимиз керәк” дегән.