Хитай уйғур елида йеқинқи 3 йилда 200 миң кишигә қарита “кәспий бинакарлиқ қурулуш маһарити тәрбийәси” елип берилған

Мухбиримиз әркин
2023.03.31

Хәлқарада уйғур мәҗбурий әмгекини чәкләш тоғрисидики чуқанлар әвҗигә чиқиватқан бир вақитта, уйғур елида 200 миң кишигә “кәспий бинакарлиқ қурулуш маһарити тәрбийәси” елип берилип, дәсләпки қәдәмдә районниң бинакарлиқ қурулуш саһәсидики хизмәтләр үчүн аталмиш “кәспий маһарәт тәрбийәләш әндизиси шәкилләндүргән”. Уйғур кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң ейтишичә, даириләр 2019-йили “кәспий маһарәт мәркәзлири” дики курсантларниң “оқуш пүттүрүп, җәмийәткә чиққанлиқи” ни қәйт қилсиму, лекин бу хил орунларниң йәнила мәвҗут икәнлики вә кишиләргә давамлиқ аталмиш “кәспий маһарәт тәрбийәси” ‍елип бериливатқанлиқини көрситидикән.

Хитай таратқулириниң 31-март тарқатқан хәвәрлиридин мәлум болушичә, уйғур елида йеқинқи 3 йил ичидә бинакарлиқ қурулуш саһәсиниң өзидинла 200 миң кәспий бинакарлиқ қурулуш ишчиси “тәрбийәлинип чиққан.”

“шинҗаң гезити” ниң 31-март бәргән бир хәвиридә, үч йил давамлашқан уйғур аптоном райониниң бинакарлиқ қурулуш саһәсидики 200 миң кишигә үч йиллиқ кәспий маһарәт тәрбийәси елип бериш вә ишқа орунлаштуруш пиланиниң толуқ нәтиҗиләнгәнликини билдүргән. Чәт әл тәтқиқан орунлири вә хәлқара ‍әмгәк тәшкилатиниң доклатлиридин, хитайниң уйғур районидики бу хил “кәспий маһарәт тәрбийәси” вә ишқа ‍орунлаштуруш программилириниң мәҗбурий әмгәк икәнлики мәлум. Бу тунҗи қетим хитай һөкүмәт таратқулириниң райондики бинакарлиқ қурулуш саһәлиригиму зор түркүмдә аталмиш “кәспий маһарәт ишчилири” ниң йетиштүрүлгәнликини ашкарилишидур.

Мәлум болушичә, райондики қурулуш ширкәтлири 22-март күни пәйзават наһийәсигә җайлашқан “пайзиват кәспий маһарәт мәктипи” ниң 10 миң квадрат метирлиқ бинакарлиқ қурулуш ишчилирини ишқа орунлишиш синақ базиси вә бу орунниң 10 миң квадрат метирлиқ бинакарлиқ қурулуш машинилири синақ мәркизидә әмгәк күчи йәрмәнкиси ачқан.

Уйғур аптоном районлуқ олтурақ ‍өй вә шәһәр-базар қурулуши назаритиниң партком секритари ли хоңбин, өзлириниң бу 3 йил җәрянида “бир түркүм юқири маһарәтлик ишләпчиқириш қошуни йетиштүрүпла қалмай, бәлки йәнә дәсләпки қәдәмдә шинҗаңниң әмәлий әһвалиға мас келидиған қурулуш саһәсидики хизмәтләр үчүн кәспий маһарәт тәрбийәләш әндизиси шәкилләндүргәнлики” ни ейтқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.