Хитай даирилири бикарчиларни ишқа орунлаштуруш үчүн “кәң көләмлик кәспий тәрбийәләш” елип барған
2023.04.19
“шинҗаң гезити” ториниң 19-апрел күни чиқарған хәвиридә, биринчи пәсилдә уйғур елида йеңидин ишқа орунлашқанларниң 120 миңдин ешип, өткән йилдикидин 25. 73 Пирсәнт көпәйгәнлики тәшвиқ қилнған.
Хитай һөкүмити ишқа орунлишиш нисбитини юқири көтүрүш үчүн “ишсизларға иш орни тонуштуруш, кәспий иқтидарини өстүрүш арқилиқ намратларни йөләш, қийинчилиқи бар аилә әзалирини тизимлап уларниң нәгә берип нәдә туруватқанлиқини башқуруш” қатарлиқ тәдбирләрни қолланған; “ишсизларни ишқа орунлаштурушни нишан қилған кәң көләмлик кәспий тәрбийәләшни қанат яйдуруп”, йеза әмгәк күчлириниң ишқа орунлишиш нисбитини юқири көтүргән.
Бу хәвәрдә тәшвиқ қилинған “кәң көләмлик кәспий тәрбийәләш” әмәлийәттә хитай һөкүмити 2018-йил 8-айда етирап қилишқа мәҗбур болған аталмиш “кәспий тәрбийәләш мәркәзлири” ниң һелиһәм өз вәзиписини ада қиливатқанлиқини көрситип бәргән. Гәрчә уйғур райониниң сабиқ рәиси шөһрәт закир 2019-йил бу мәркәзләрдики курсантларниң һәммисиниң “курсини тамамлап җәмийәткә чиққанлиқи” ни ейтқан болсиму, буниң ялғанлиқи, лагерға соланғанларниң әмәлийәттә мәҗбурий әмгәккә селиниватқанлиқи ашкариланғаниди.
Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң бу йил 2-айда ечилған йиғинида б д т мутәхәсиси родирик һенбел хитай вәкиллиридин “кәспий тәрбийәләш мәркәзлири” гә әвәтилгәнләргә аит санлиқ мәлумат вә уларниң тәпсилий әһвали һәққидә җаваб беришни тәләп қилғанда, хитай вәкиллири кона гепини тәкрарлап, ениқ җаваб беришни рәт қилғаниди.