Хитай уйғур елидә кәлгүси 5 йил ичидә йәттә йерим милйон адәм қетим кәспий тәрбийәләш елип баридикән

Мухбиримиз әркин
2022.04.25

Хәлқарада милйонлиған уйғур вә башқа мусулман аз санлиқ милләтләрни мәҗбурий әмгәккә селиш билән әйиблинип җазалашқа дуч кәлгән хитай һөкүмити, уйғур елидә кәлгүси 5 йил ичидә йәттә йерим милйон адәм қетим кәспий тәрбийәләш елип баридиғанлиқини елан қилған. “тәңритағ тори” қатарлиқ хитай таратқулириниң хәвәр қилишичә, уйғур аптоном районлуқ адәм күчи байлиқи вә иҗтимаий параванлиқ назарити йеқинда “шинҗаң уйғур аптоном райониниң кәспий техника тәрбийәләштики 14-бәш йиллиқ пилани” ни елан қилған. Бу пиланда йәттә йерим милйон адәм қетим кәспий тәрбийәләш елип бериш оттуриға қоюлған.

Хитай таратқулириниң ейтишичә, 14-бәш йиллиқ бу пилани йәнә 120 миң юқири маһарәтлик ихтисаслиқларни көпәйтишни өз ичигә алған. Хитай һөкүмити 2017-йилдин башлап “кәспий тәрбийәләш”, “йөткәп ишқа орунлаштуруш” намида милйонлиған уйғур вә башқа мусулман аз санлиқ милләтләрни хитай карханилирида мәҗбурий әмгәккә селип, аилиләрни парчилиған вә уйғур җәмийитиниң иҗтимаий қурулмисиға бузғунчилиқ қилған. Буниң билән америка қанун чиқирип, уйғур елидә ишләпчиқирилған мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини чәклигәниди. Көзәткүчиләр, хитайниң мәзкур пилани униң райондики мәҗбурий әмгәк сияситиниң 14-бәш йиллиқ пилан мәзгилидиму давам қилидиғанлиқидин дерәк беридиғанлиқини билдүрмәктә.

Хитай таратқулириниң ейтишичә, хитайниң пилани өткән бәш йилда еришкән “кәспий маһарәт тәрбийәсиниң мувәппәқийәтлирини вә тәҗрибилирини әтраплиқ йәкүнләш асасида, йеңи вәзийәт вә йеңи вәзипиләрни анализ қилип, кәспий маһарәт тәрбийәсиниң тәминләш иқтидарини юқири көтүрүш, кәспий маһарәт тәрбийәсиниң сүпити, маһарәтлик ихтисаслиқларни тәрбийәләш тәрәққият муһити вә башқа тәрәпләрниң тәрәққият муһитини әлалаштуруш” қатарлиқ җәһәтләрдә бирқатар тәдбирләрни йолға қоюш икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.