Хитай таратқулири барикөлдә “кәспий маһарәт билән тәрбийәләш” йүргүзүлүватқанлиқини хәвәр қилди

Мухбиримиз ирадә
2022.12.15

Хитай һөкүмитиниң уйғур елида аталмиш “кәспий маһарәт билән тәрбийәләш” намидики йиғип лагерларға солаш вә мәҗбурий әмгәккә селиш сияситиниң охшаш давам қиливатқанлиқи хитай таратқулири тарқатқан хәвәрләрдин ашкариланмақта.

Хитай хәвәрләр тори 15-декабир күни тарқатқан бир хәвиридә, “қумулниң барикөл наһийәсидә бир кәспий маһарәт билән тәрбийәләш мәркизидә оқуш башлиғанлиқини, мәктәп оқуғучилириниң тамақ етиш, муһит асраш әслиһәлирини қоллиниш вә бихәтәрлик билимлирини өгәнгәнлики” ни хәвәр қилған.

Хәвәрдә йәнә аталмиш “техника тәрбийәләш мәркәзлири” һәққидә төвәндикиләр баян қилинған: “бу йил барикөл наһийәлик техника мәктипи йәрликниң шараитиға маслишип ишқа орунлишишни асас қилип, дөләт ортақ тили, сиясити, кәспий маһарәт вә әмәлий техникиларни асас қилип, йеза әмгәк күчлирини вә шәһәрләрдики ишсизларни тәрбийәлиди”

Хәвәрдә йәнә, барикөлдә һазирғичә 65 тәрбийиләш курси тәсис қилинғанлиқи вә һазир 1000 дин артуқ тәрбийәләнгүчиниң барлиқи дейилгән.

Хитай һөкүмити бундақ орунларни кишиләр өз ихтиярлиқи билән келип маһарәт өгинидиған орун дәп илгири сүрсиму, әмма америка әмгәк министирлиқиниң хәлқаралиқ әмгәк мәсилилири ишханиси елан қилған бу һәқтики доклатта, бу орунларниң мәҗбурий әмгәк лагерлири икәнлики, бу орунларда кишиләрниң өз ирадисигә хилап һалда тутуп турулидиғанлиқи баян қилинғаниди.

Юқиридики хәвәрдин, хәлқараниң хитайға қаратқан тәнқидлиригә қаримай бу сиясәтниң уйғур елида давам қиливатқанлиқи мәлум.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.