Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши: “өзбекистанни лагерлардики шәрқий түркистанлиқ өзбекләргә игә болушқа чақиримиз”

Мухбиримиз әркин
2019.02.15

Америкидики “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши” тәшкилатиниң рәиси нури түркәл өзбекистан президенти шавкәт мирзияйефни йиғивелиш лагерлириға қамалған “шәрқий түркистан” дики өзбекләргә игә болушқа чақирған.

Нури түркәл 15‏-феврал “америка авази” өзбек бөлүминиң зияритини қобул қилип, лагерларға қамалған “шәрқий түркистан” дики өзбекләр һәққидә ениқ учур болмисиму, лекин уларниң арисидики хели көп кишиниң лагерларға соланғанлиқиға ишинидиғанлиқини билдүргән.

У “өзбекистан һөкүмити вә президентиниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидики имтиязи вә хитай билән болған дипломатик алақисидин пайдилинип шәрқий түркистандики өзбек пуқралириға игә болушини тәшәббус қилимиз” дегән.

Нури түркәлниң илгири сүрүшичә, президент мирзияйефниң йәнә “өзбекистанға чиқип олтурақлишип қалған уйғурларниң аилә тавабиатлириниң қандақ болуватқанлиқини сүрүштүрүш, из-дерикини қилиш, уларниң әһвалини яхшилаштиму виҗдани мәҗбурийити бар” икән. Нури түркәл бу тәшәббусни президент мирзияйеф шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң йиғиниға қатнишишниң алдида оттуриға қойди.

Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң алий рәһбәрлири йиғини бу йил 6‏-айда қирғизистанда өткүзүлиду.

“америка авази” ниң хәвәр қилишичә, бу йиғинға хитай рәиси ши җинпиң қатнишидикән. Лекин, хәвәрдә, униң бу қетимқи оттура асия зияритиниң унчилик асанға тохтимайдиғанлиқи, йеқинда қирғизистанда хитайға қарши намайиш партлиғанлиқи билдүрүлгән.

Нури түркәл йәнә, сабиқ президент ислам кәримоф дәвридә өзбекистанниң уйғур мәсилисидики позитсийәсиниң “наһайити әҗәблинәрлик вә үмидсизлинәрлик һаләттә” икәнликини, лекин өзиниң “йеңи һөкүмәт орнитилғандин кейин, бу, өзбекистандики уйғур түрклириниңла вәзийити әмәс, бәлки шәрқий түркистандики өзбекләрниңму һаятиға тәсир көрситидиған бир ташқи сиясәт позитсийәсидә болиду, дегән үмидтә” икәнликини билдүргән.

Өзбекистан илгири бир қисим уйғур мусапирлирини хитайға өткүзүп берип, униң уйғурларни бастурушиға һәмкарлашқан иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.