Хитай даирилири атақлиқ кишилик һоқуқ адвокати шу җиюңни қолға алди
2013.07.17
Хитай сақчилири сәйшәнбә күни атақлиқ кишилик һоқуқ адвокати, бейҗиң университети ликтори шу җиюңни “аммиви тәртипкә бузғунчилиқ қилиш” билән әйибләп тутқун қилған.
Кишилик һоқуқ тәшкилатлири шү җиюңниң қолға елинишини тәнқидләп, бу, ши җинпиң бу йил 3-айда һакимийәткә олтурғандин кейин башлиған йәнә бир сиясий паалийәтчини бастуруш һәрикити, дәп көрсәтти.
Шу җиюң, бу йил 4-айда хитай әмәлдарлириниң мал-мүлкини ашкарилашни тәләп қилип, қолға елинған кишилик һоқуқ паалийәтчилирини вә сиясий актипларни қоллиған вә уларни қоюп беришни тәләп қилған. Хитай кишилик һоқуқни қоғдиғучилар җәмийитиниң билдүрүшичә, бу йил 3-айдин буян аз дегәндә 24 нәпәр паалийәтчи тутқун қилинған.
Хитай сиясий паалийәтчилириниң әмәлдарларниң мал-мүлкини ашкара елан қилиш чақириқи һөкүмәтни биарам қилип кәлгән. Америка бломбург ахбарат агентлиқи, үткән йили хитай дөләт рәиси ши җинпиңниң аилисиниң 376 милйон доллар мал-мүлки барлиқини ашкарилиған. Ню-йорк вақти гезити, сабиқ хитай баш министири вен җйбавниң аилисиниң 2 милярд 700 милйон доллар мал-мүлки барлиқини елан қилған иди.