Имран хан: “кишилик һоқуқта таллап туруп сөзләш әхлақсизлиқтур!”
2021.10.12
Өткән бирнәччә йилдики охшимиған ахбарат васитилириниң уйғурлар һәққидики ортақ соаллириға қарита гәп йорғилитип хитайни әйибләштин өзини тартип кәлгән пакистан баш министири имран хан йеқинда ғәрб дунясини әйибләп: “кишилик һоқуқта таллап туруп сөзләш бир түрлүк әхлақсизлиқ” дегән. У бу сөзни һиндистан контроллуқидики кәшмир тәвәсидә һиндиларниң мусулманларға һуҗум қилиш вәқәлирини әйиблимигән америка әмдиликтә уйғурлар мәсилисини көтүрүп чиқиватиду, дегән мәнидә ейтқан.
“пакистан һәптилик хәвәрлири” ниң 11-өктәбирдики обзор мақалисидә ейтилишичә, имран хан “оттура шәрқ көзи” журнилиниң зияритини қобул қилғанда: “бизниң хитай билән болған мунасивитимиздә өзара чүшиниш мәвҗут. Һазир биз бу мәсилини йепиқ шәкилдә музакирә қиливатимиз. Чүнки бу уларниң тәбиити вә мәдәнийити”, дегән. Пакистанниң талибан һакимийити билән болған қоюқ һәмкарлиқ мунасивити һәққидә гәп болғанда болса буниң “пакистанниң күчләр кесишкән нуқтидики орнини күчәйтишни мәқсәт қилиду” дегән. Шундақла 300 миң кишилик афғанистан миллий армийәсиниң талибанларға урушмайла тәслим болғанлиқиға пакистанниң җавабкар әмәсликини алаһидә тәкитлигән.
Әмма австралийәлик ахбаратчи с. Җ. Верлемән өзиниң уйғурлар дуч келиватқан қирғинчилиққа мусулман дөләтлириниң сүкүт қилишини әйибләш мәзмунидики мақалилиридә көп қетим имран ханни “һәқиқий мәнидики икки йүзлимичи рәһбәр” дәп әйиблигәниди.