Кишилик һоқуқ тәшкилатлири хәлқара олимпик комитетиниң немә үчүн хитайға йол қоюдиғанлиқиға чүшәнчә беришини тәләп қилди
2020.12.18
Уйғур, тибәт, хоңкоң вә хитай кишилик һоқуқ тәшкилатлири хәлқара олимпик комитетиниң рәһбәрлиригә мәктуп йезип, хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини немә үчүн кормәскә салидиғанлиқиға чүшәнчә беришни тәләп қилған. Мәктупта тәкитлишичә, белурусийә әмәлдарлириға тинч намайишчиларни урған, тән җазаси бәргән, тутқун қилғанлиқи үчүн имбарго йүргүзгән хәлқара олимпик комитети “олимпикни сиясийлаштурмаслиқ” намида хитайниң милйонлиған уйғур, тибәт, моңғол, хоңкоңлуқ вә хитай пуқралирини тутқун қилишиға көз юммақта икән.
Мәктупта хәлқара олимпик комитетиниң бу реаллиқни көрмәскә селип кәлгәнлики тәнқидлинип: “биз буниң сәвәбини билишни тәләп қилимиз,” дийилгән. Бу мәктупни дуня уйғур қурултийи, әркин тибәт оқуғучилар һәркити, хитайда өлүм җазасиға қарши туруш тәшкилати, хәлқара тибәт тори вә биз хоңкоңлуқлар тәшкилати қатарлиқ 5 тәшкилат бирликтә язған. Буниң алдида дунядики 100 дин артуқ тәшкилат хәлқара олимпик комитетиға мәктуп йезип, униң 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини көздин кәчүрүшини тәләп қилған.
Бу 5 тәшкилат бу йил 6-өктәбирдә юқириқи тәшкилатларға вакаләтән хәлқара олимпик комитетиниң рәһбәрлири билән көрүшүп, кишилик һоқуқ мәсилисини сөзләшкән иди. Лекин мәктупта тәкитлишичә, әйни чағда олимпик комитети бейҗиңниң қишлиқ олимпик мусабиқиси үчүн бәргән кишилик һоқуқ вәдилирини иҗра қилиш әһвалини улар билән ортақлишидиғанлиқини билдүргән болсиму, әмма һазирғичә һечқандақ учур бәрмигән. Мәктупта хәлқара олимпик комитетиниң бу җәһәттики баһалаш доклатини “биз билән дәрһал ортақлишишини тәләп қилимиз,” дейилгән.