Кишилик һоқуқ тәшкилатлири уйғурлар дияридин пахта импорт қилмаслиқни тәшәббус қилди
2020.09.01
Уйғурлар дияридики “мәҗбурий әмгәк” мәсилиси һәққидә көплигән дәлил-испатларниң мәлум болушиға әгишип, барғансери көп саһә буниңға мунасивәтлик тәминат зәнҗирлирини мәни қилиш тәшәббусиға аваз қошушқа башлиди. 31-Авғуст күни бир қисим кишилик һоқуқ тәшкилатлири америка һөкүмитигә қарашлиқ һәрқайси тармақларни уйғурлар дияридин келидиған “пахта мәһсулатиға четишлиқ барлиқ импорт паалийитини тохтитиш” қа чақирди.
“муһапизәтчи” гезитиниң 31-авғусттики хәвиридә ейтилишичә, америка дөләт хәвпсизлик министирлиқи қармиқидики “таможна вә чегра мудапиә идариси” ға тапшурулған охшаш мәзмундики икки хил чақириқта уйғурларниң дөләт һакимийити арқа тирәк болуватқан мәҗбурий әмгәк системисида пахта мәһсулатлири үчүн ишләватқанлиқи, нөвәттә бу вәзийәтни “пахта гулаги” дегән намда тәсвирләшниң мумкин болуватқанлиқи көплигән испатлар билән көрситилгән. Шундақла хитайниң дуня бойичә әң чоң пахта ишләпчиқарғучи дөләт икәнлики, хитайдики пахта мәһсулатиниң 84 пирсәнти уйғурлар дияридин келидиғанлиқи тәкитләнгән.
Хәвәрдә ейтилишичә, хитай һөкүмити елан қилған учурларда хитайниң 2018-йилила уйғурлар дияридин сәккиз милярд америка доллири қиммитидики кийим-кечәк вә тоқумичилиқ мәһсулатлири експорт қилғанлиқи ейтилған. Әнглийәдики уйғур паалийәтчи бу һәқтә тохтилип “хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистандики һәқ вә һоқуқ дәпсәндичиликигә нисбәтән ейтқанда бу хилдики импортни чәкләш чақириқи пәқәт кичиккинә бир тиришчанлиқ халас. Әмма мушуниң өзиму хитай һөкүмитиниң бу хил дәпсәндичиликни тохтитишиға түрткә болуш ролини ойнайду” дегән.
Мәлум болушичә, йеқиндин буян хитай һөкүмитиниң експорт мәһсулатлиридики уйғурларниң мәҗбурий әмгикигә четишлиқ чақириқлар көпләп оттуриға чиқиватқан болуп, бу хил чақириқлар “заманиви қуллар әмгики” дәп тәриплиниватқан мәҗбурий әмгәкни чәкләштә иҗабий ролларни ойнайдикән.