Бу йил хитайниң уйғур дияридин хитай өлкилиригә көмүр енергийә йоллиши шиддәтлик артқан
2024.04.05
Бу йилниң дәсләпки 2-3 ейида, хитайниң уйғур дияридин хитай өлкилиригә йөткигән көмүр енергийәси миқдари шиддәтлик артқан. Хитай таратқулириниң хәвәрлиридин мәлум болушичә, көмүр енергийәсини йөткәштики бу артиш, уйғур дияридики көмүр електир истансилириниң “ғәрбниң токини шәрққә йөткәш” линийәси арқилиқ йөткигән електир токиниң миқдарида көрүлүпла қалмай, төмүрйол арқилиқ йөткигән хам көмүр миқдаридиму көрүлгән. “тәңри тағ” ториниң 4-апрел бәргән хәвиридә, бу йилниң дәсләпки икки ейида, уйғур дияридин хитай өлкилиригә йолланған омуми електир токиниң 18 милярд 249 милйон киловатқа йәткәнлики, бу мәзгил ичидә оттура һесаб билән һәр күни 304 милйон киловат ток йолланғанлиқини билдүрмәктә.
Хитай таратқулириниң хәвәрлиридә, хитай өлкилиригә йолланған омуми ток миқдариниң тәхминән 4 дин бир қисминиң йеңи енергийәдә ишләпчиқирилғанлиқи қәйт қилинмақта. “тәңри тағ” ториниң билдүрүшичә, бу, бир милйон 520 миң тоннидин артуқ көмүрниң аз көйдүргәнликидин дерәк беридикән. Бирақ анализчилар, шу бойичә һесаблиғанда буниң юқириқи икки айда 4 йерим милйон тоннидин артуқ көмүр көйдүрүлгәнликидин дерәк беридиғанлиқини билдүрмәктә. Хитай һөкүмити 2020-йили көмүр електир истансиси қурушниң тәдриҗий тохтиғанлиқи, карбон гази қоюп беришни 2030-йилидин башлап пәсәйтидиғанлиқи вә 2060-йили нөлгә чүшүридиғанлиқи һәққидә вәдә бәргән. Бирақ муһитни қоғдиғучилар хитайниң һазирқи йүзлинишидин униң бу вәдисини әмәлгә ашуруши мумкин әмәсликини қәйт қилишмақта.
Хитай таратқулириниң хәвәрлиридин мәлум болушичә, охшаш бир вақитта хитайниң уйғур дияридин хитай өлкилиригә хам көмүр йөткишиму шиддәтлик артқан. “шинҗаң гезити” ниң 5-апрел бәргән хәвиридә, бу йилниң дәсләпки үч ейида, хитай дөләтлик енергийә гуруһи “шинҗаң енергийә чәклик мәсулийәт ширкити” ниң хитай өлкилиригә йөткигән хам көмүр миқдариниң 70 пирсәнткә йеқин артқанлиқи, бу ширкәтниң үч ай ичидә бәш милйон 32 миң тонна көмүр йөткигәнлики билдүрүлгән.