Уйғур елидә дунядики әң чоң көмүрни асас қилған метанол мономер түри тәстиқланған

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2024.06.04

“шинҗаң гезити” ниң 2024-йили 6-айниң 4-күнидики хәвиригә асасланғанда, хитай һөкүмити шинҗаң чия чәклик һәссидарлиқ ширкити гуруһиниң йиллиқ мәһсулат миқдари 6 милйон тонна болған метанол мономер түрини ишләпчиқиришни тәстиқланған. Бу, дунядики әң чоң көмүрни асас қилған метанол мономер (methanol monomer) ишләпчиқириш түри болуп һесаблинидикән. Бу қурулуш шәрқий җуңғар иқтисадий районида қурулидиған болуп, хитай һөкүмити буниң үчүн 30 милярд йүән мәбләғ салидикән.

Мәзкур хәвәрдә дейилишичә, бу йил 4-айниң 17-күни, бейҗиңда мутәхәссисләр шинҗаң чия йеңи материял чәклик һәссидарлиқ ширкитиниң йиллиқ 6 милйон тонна көмүрни асас қилған метанол мономер түрини ишләпчиқириш мумкинчиликигә аит тәтқиқат доклатини баһалап бекиткән. Мутәхәссисләр бу түрниң райондики көмүр байлиқиниң әвзәлликигә тайинидиғанлиқини вә уйғур районниң заманиви көмүр химийәлик санаитини илгири сүридиғанлиқини илгири сүргән. Лекин, бундақ химийәлик санаәт түрлириниң булғинишни күчәйтидиғанлиқиму оттуриға қоюлмақта.

Хитай һөкүмити 2023-йилдин башлап, уйғур диярида енергийә ишләпчиқиришни өз ичигә алған “8 чоң кәспий ишләпчиқириш түри” ни йолға қойғаниди. Шуниңдин буян, хитайниң уйғур елидики тәбиий байлиқ мәнбәлирини талан-тараҗ қилиши техиму әвҗигә чиқиватқанлиқи билдүрүлмәктә.

Йеқиндин буян, уйғур дияридики көмүрни асас қилған метанол мономерлири, көмүр електир истансилириниң електирлири вә хам көмүр миқдариниң ичкири хитайға йәткүзүлүшиниң шиддәт билән артиватқанлиқи хәвәр қилинмақта.

Хитай даирилириниң ичкири хитайни уйғур елиниң електир-енергийәси, көмүр, тәбиий газ, нефит мәнбәси билән тәминлишиниң күнсайин шиддәт билән ешиши уйғур елиниң су, тупрақ вә һаваниң булғинишини өз ичигә алған екологийәлик бузғунчилиқларға учришини күчәйтиватқанлиқи һенри шаҗески қатарлиқ мутәхәссисләр тәрипидин агаһландурулғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.