Хитай йәнә икки көмүр кан районини ечиш пиланини тәстиқлиди
2017.03.12
Йеқинда хитай дөләтлик тәрәққият вә ислаһат комитети уйғур аптоном районлуқ тәрәққият вә ислаһат комитетиниң икки йеңи көмүр кан записини ечиш пиланини тәстиқлиған.
Хитайниң “енергийә тори”ниң хәвиридин ашкарилинишичә, хитай мәмликәт тәрәққият вә ислаһат комитети уйғур райониниң қобуқсар наһийиси тәвәсидики қоштолғай көмүр канлиқиниң омумий пиланини вә шәрқий җуңғар санғун бутханиси райони көмүр канлиқиниң омумий пиланини тәстиқлиған.
Мәлум болушичә, қобуқсардики қоштолғай) қошторғай(кан районидики омуми көмүр байлиқ записиниң миқдари 12 милярд бәш йүз милйон тонна болуп, канлиқ райониниң омуми көлими 896 квадрат километир келиду. Шәрқий җуңғар санғун бутханиси көмүр канлиқи районидики көмүрниң запас миқдари 68 милярд 700 милйон тонна болуп, йәр көлими 1766 квадрат километир келидикән.
Хитай йиллардин буян қумул вә башқа җайлардики көмүр канлиқларни тез сүрәттә ечишқа киришкән болуп, ғәрбниң көмүрини шәрққә йөткәш пиланини түзүп, уйғур диярини өз ичигә алған хитайниң ғәрбий қисмидин қазған көмүрләрни хитайниң деңиз бойлири райониниң енергийә еһтияҗини қамдаш үчүн ишлитишни давамлаштурмақта.