Хитай даирилири бу йил қәшқәр вилайитиниң өзидила 201 “кона мәһәллә” ни өзгәрткән
2021.11.08
Хитай даирилириниң уйғур елидә шәһәр-базарларниң “муһитини өзгәртиш” намида елип бериватқан уйғур әнәниви кона мәһәллирини чеқип, аһалисини көчүрүш пиланиниң давамлиқ йолға қоюлуватқанлиқи мәлум болди. Хитай таратқулириниң ашкарилишичә, бу йил ичидә қәшқәр вилайитиниң өзидинла 201 орундики “кона мәһәллә” өзгәртилгән. Хәвәрдә бу йиллиқ пиланниң 100 % орундалғанлиқи вә буниң вилайәт миқясидики 14 миң 549 аилигә четилидиғанлиқи тәкитләнгән.
Хитай һөкүмити 2017-йилдин башлап зор сандики уйғурларни түрмә, лагерларға қамаш, башқа җайларға йөткәп мәҗбурий әмгәккә селиш билән бир вақитта, кона мәһәллиләрни чеқиш, өзгәртиш қурулушини техиму кеңәйткән. Нурғун уйғурлар өзлириниң бир хил иҗтимаий уюшуш шәкли болған “мәһәллиләр” дин йирақлаштурулған. Хитайниң бу пилани кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә бәзи чәтәл мутәхәссислири тәрипидин уйғурларни тарқақлаштуруп, ассимилятсийә қилишни мәқсәт қилған “мәдәнийәт қирғинчилиқиниң парчиси” дәп әйибләнгәниди.
Бирақ “шинҗаң гезити” ниң бу һәқтики хәвиридә, өзгәртиш қурулушиниң қәшқәр вилайитидики көна мәһәллиләрниң қияпитидә зор өзгириш ясап, ток линийәси, әврәз йоли, су, газ-туруба юллириниң раваҗлинип, турмуш муһитиниң өзгиришигә түрткә болғанлиқи тәкитләнгән. Хәвәрдә ейтилишичә, 2021-йили башланған өзгәртиш қурулушидики 201 кона мәһәллигә четишлиқ 14549 аилиниң һәммисидә қурулуш башлинип болған. Хәвәрдә 7606 аилигә четишлиқ өзгәртиш қурулушиниң тамамланғанлиқи билдүрүлгән.