Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати бачелетни апәт характерлик хитай зияритидики хаталиқини түзитишкә чақирған

Мухбиримиз әркин
2022.07.13

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң икки нопузлиқ мәсули “шветсарийә учурлири” торида мақалә елан қилип, б д т кишилик һоқуқ алий комиссари мишел бачелетни зиянкәшликкә учриғучилар тәрәптә туруп, униң апәт характерлик хитай зияритидики хаталиқлирини түзитишкә чақирған.

Мақалидә тәкитлишичә, бачелетниң бу йил 5-айдики хитай зиярити хитайниң қорқунчлуқ кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә қарита дуняниң диққитини қозғаштики яхши пурсәт болсиму, бирақ у хитайниң уйғурларға кәң көләмлик зиянкәшлик қилиши, тибәтләрни бастуруши, вә хоңкоңда әркинликкә һуҗум қилишини тәнқид қилишитин өзини қачуруп, хитай һөкүмитиниң дәпсәндичиликни рәт қилишиға дәсмайә селип бәргән.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң хитай ишлири директори софийә ричардсон билән америка ишлири дериктори тамара тарачюк бронер қәләмгә алған мәзкур мақалидә, хитайниң 2014-йилидин башлап уйғур вә башқа түркий хәлқләргә қарита инсанийәткә қарши җинайәт садир қилғанлиқини, шундақ болушиға қаримай бачелетниң шинҗаңдики рәсмий зиярити мәзгилидә, хитайниң “терорлуққа қарши күрәш” дәп сүрәтләп кәлгән вә тутуп туруш лагерлирини “кәспий маһарәт мәркәзлири” дәп пәрдазлишидәк сиясий тәшвиқатлириға қарита һечқандақ инкас билдүрмигәнликини тәнқидлигән.

Мақалида мундақ дейилгән: “һәммидин ямини, бачелет хитайдики зиянкәшликкә учриғучилар вә һаят қалғучиларға қарита һечқандақ адаләт үмидини оттуриға қоймиди… номус қиларлиқи шуки, у зиянкәшликкә учриғучи топлар билән мәслиһәтлишип беқишниму пиланлимиди.”

Мақалидә тәкитлишичә, бачелетниң вәзипә муддити тошуштин бурун униң йәнила яхши тәсират қалдуруш пурсити бар икән. Мақалидә униң “шинҗаңдики дәпсәндичиликкә даир доклатини дәрһал елан қилиши, хитай һөкүмитиниң райондики кәң көләмлик, омумйүзлүк вә системилиқ дәпсәндичиликиниң маһийитини ениқ сөзлиши, барлиқ гунаһсиз тутқун қилинған тутқунларни қоюп беришкә чақириши, уйғур, тибәт тәшкилатлири вә хитай кишилик һоқуқ қоғдиғучилири билән қәрәллик диялог қуруши керәклики” ни билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.