Хитайниң дуняни қаплиған күнтахта мәһсулатлири қул әмгики бәдилигә кәлгән

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2024.04.03

Нөвәттә қуяш енергийәси дуня бойичә ток ишләпчиқиридиған әң пакиз енергийә дәп қариливатқан болуп, пәқәт қуяш енергийәсидин пайдилиниш техникисила 2050-йилғичә өзгәрмәйдиған тәрәққият нишани болуп қалған. Һалбуки, қайта һасил болидиған ток енергийәсиниң үчтин икки қисми күнтахтидин келидикән, хитай буниңдин пайдилиништа бир қәдәм алдиға кәткән.

“дәвр” журнилиниң йеқинда елан қилған хәвиригә қариғанда, хитай 10 йил бурунла дунядики күнтахта базириниң 40 пирсәнтини игилигән болуп, бүгүнки күндә 80 пирсәнтини игилигән, йәни дуня базирини асасән монопол қиливалған. 2023-Йилниң алдинқи йеримида, хитайниң күнтахта експорти 34 пирсәнт ашқан. Әмма буниң арқисиға мәҗбурий әмгәктин ибарәт вәһший, рәзил, қараңғу бир реаллиқ йошурунған. Хәвәрдә мундақ дейилгән: “хитайниң қуяш енергийәси санаити хитай компартийәсиниң шинҗаңдики уйғур қатарлиқ аз санлиқ милләтләргә зиянкәшлик қилғанлиқи билән четишлиқ, буниң испатлири толуқ. Дунядики күнтахтиларниң йерими дегүдәк уйғур районидин чиқидиған киристаллиқ киримнийини ишлитиду”.

Хәвәрдә ейтилишичә, җов байдин һөкүмити гәрчә күнтахтиға охшаш йешил енергийә кәсиплирини тәрәққий қилдуруш үчүн униңға толуқлима ярдәм бериш вә баҗдин кәчүрүм қилиш сиясәтлирини йолға қойған болсиму, американиң күнтахта ширкәтлири хитайниң әрзан баһалиқ күнтахта мәһсулатлири билән риқабәтлишәлмигән. Шуниң билән бәзиләр “америка хитайниң күнтахта мәһсулатлирини импорт қилиш чәклимисини бошитиш керәк” дәп қариған. Әмма америка уни “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” билән чәклигәнлики үчүн, бу чәклимини бошитиш мумкин әмәс икән. Һалбуки америкадики күнтахтилар вийетнам, тайланд қатарлиқ дөләтләрдин импорт қилинған болуп, униңғиму хитайда ишләнгән запчаслар ишлитилгән.

Хуласә қилип ейтқанда, хитайниң бүгүнки күндә қуяш енергийәси санаитидә йетәкчи орунда туруши америка вә униң иттипақдашлириниң йеңи енергийә тәрәққиятиға, һәтта дөләт хәвпсизликигә зиянлиқ икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.