Америка дипломатийәсини асияға йүзләндүрүштә муһим рол ойниған курт кампбел американиң муавин ташқи ишлар министирлиқиға тәйинлиниши мумкин

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2023.09.08

Америка дөләт хәвпсизлик кеңиши (National Security Council) һинди-тинч окян ишлириниң маслаштурғучиси курт кампбел (Kurt Campbell) ниң американиң муавин ташқи ишлар министирилиқиға тәйинлиниши мумкин икән.

“аксийос” (Axios) хәвәрләр ториниң әһвалдин хәвәрдар кишиләрдин игилишичә, курт кампбел бу орунға мувапиқ дәп қариливатқан әң асаслиқ кандидатларниң бири болуп, пирезидент җов байденниң уни бекитиш еһтималлиқи юқири икән.

Хитайға тақабил турушни күчлүк тәшәббус қилиш билән тонулған тәҗрибилик дипломат курт кампбел, сабиқ пирезидент обама һөкүмити мәзгилидиму ташқи ишлар министирлиқида хизмәт қилған. У пайтәхт вашингтондики әлчиханилар вә асия дөләтлири ташқи ишлар министирлиқлири тәрипидин исми нуқтилиқ санилидиған кишиләрниң бири икән. Техиму муһими, курт кампбел обама һөкүмитиниң дипломатийә сияситини асияға йүзләндүрүштә муһим рол ойниған икән.

“аксийос” ниң дейишичә, әгәр курт кампбел бу вәзипигә талланса, у хитайниң һинди-тенч окян районидики тәсирини чәкләш; американиң хитай билән сода вә башқа саһәләрдә давамлиқ һәмкарлишишидәк мурәккәп мунасивитини идарә қилиши керәк икән. У бу йил 6-айда байден һөкүмитиниң хитайға тутқан позитсийәсини хуласилигәндә, “биз һазир хитай билән риқабәт ичидә. Әмма биз тоқунуш, қаршилишиш яки йеңи соғуқ мунасивәтләр урушиға киришни халимаймиз. Биз пәқәт бу риқабәтни мәсулийәтчанлиқ билән идарә қилишни көзләймиз” дегән.

Курт кампбелниң американиң муавин ташқи ишлар министирлиқиға тәйинлиниш ахирқи қарари бекитилгәндин кейин, бу қарар кеңәш палатасиниң муәййәнләштүрүшигә әвәтилидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.