“енжинерлиқ вә технологийә” намлиқ мустәқил орган йеңи техника арқилиқ уйғур елидики лагер көлиминиң кеңәйгәнликини байқиған
2020.01.24
Хитай даирилири өткән 12-айда уйғур елидики лагер тутқунлириниң “оқуш пүттүрүп өйигә қайтқан” лиқини илгири сүргән. Бирақ йеңи техника арқилиқ игиләнгән санлиқ мәлуматлар буниң ялғанлиқини ашкарилиди.
Америкадики “енжинерлиқ вә технологийә” жорнилиниң хәвәр қилишичә, улар сүний һәмраһ арқилиқ тартилған сүрәтләрдики чирақ нурини анализ қилидиған бир хил йеңи технологийә арқилиқ уйғур елидики лагерлардики һәрикәтчанлиқниң илгирикидин ашқанлиқини байқиған.
Америка пайтәхти вашингтонға җайлашқан бу мустәқил органниң билдүрүшичә, улар уйғур елида орни бәлгиләнгән 61 лагерниң 2018-йилиниң ахирқи йерим йилидин тартип 2019-йили ахириғичә болған арилиқта тартилған сүний һәмраһ сүрәтлиридики чирақ нури санлиқ мәлуматлирини анализ қилған. Нәтиҗидә улар бу 61 лагер ичидин 52 сидә һәрикәтчанлиқниң артқанлиқини, йәни лагерларниң илгирикидин 32 пирсәнт йоруқлиқини байқиған. Омумий җәһәттин елип ейитқанда, 61 лагерниң чирақ ишлитиш нисбити 24 пирсәнт өрлигән. Буниң ичидә тумшуқтики лагер әң гәвдилик икән.
Уларниң доклатида ейтилишичә, лагерларда кечидә йеқиливатқан чирақ саниниң артиши лагер тутқунлириниң артқанлиқидин дерәк беридикән. Доклатта уйғур елидики лагерларни тәтқиқ қилишта көзгә көрүнгән мутәхәссис адриян зензму зиярәт қилинған болуп, у “чирақ нурини анализ қилидиған технологийәдин чиққан тәниҗигә асасланғанда, һөкүмәтниң тутқунларни қоювәткәнлики һәққидики сөзиниң ялғанлиқи техиму күчлүк йосунда испатланди,” дегән.