Бирләшмә агентлиқниң мухбири үрүмчи даванчиңдики 10 миң кишилик лагерни зиярәт қилған
2021.07.22
Америка бирләшмә агентлиқиниң мухбири даванчиңдики 10 миң кишилик лагерни зиярәт қилған. Бирләшмә агентлиқи 22-июл күни елан қилған мәхсус хәвәрдин қариғанда, бу йил април ейида бирләшмә агентлиқниң мухбирлири хитай һөкүмити орунлаштурған зиярәткә қатнишип, хитай өзи “үрүмчи 3-номурлуқ тутуп туруш мәркизи” дәп атайдиған лагерни көргән.
Мухбирниң тәсвирлишичә, улар бу орунда зиярәт қилған камир бу зор қурулушниң пәқәт бир бөликидики 240 камерниң бири болуп, бу “тутуп туруш мәркизи” хитай бойичә, һәтта дуня бойичә әң чоң тутуп туруш орни һесаблинидикән. Бу бу қурулушниң көлими 220 ингилиз әкир, йәни 890 миң 340 кувадрат метирдин ашидиған болуп, ватикан шәһәр дөлитидин икки һәссә чоң икән. Хитай даирилири мухбирларға бу орунда қанчилик адәм тутуп турулуватқанлиқини ейтип бәрмигән, бирақ мухбирлар бу орунниң аз дегәндә 10 миң адәмни сиғдуруп кетәләйдиғанлиқини мөлчәрлигән.
Диққәт қозғайдиғини шуки, хитай даирилири зиярәт җәрянида мухбирларға бу орунниң хәлқара ахбаратларда дейиливатқандәк “тәрбийәләш мәркизи” әмәсликини қайта-қайта тәкитлигән. Үрүмчи җамаәт хәвпсизлик идарисиниң башлиқи җав җоңвей: “бизниң тутуп туруш мәркизимиз билән тәрбийиләш мәркәзлири оттурисида һечқандақ бағлиниш йоқ, бу йәрдә әзәлдин тәрбийәләш орни болуп бақмиған” дегән. Һалбуки, бу орунниң илгири “үрүмчи кәспий маһарәт вә тәрбийиләш мәркизи‚ дәп аталғинини, қисқиси униң лагерлиқини көрситип беридиған испатлар бар икән.
Бирләшмә агентлиқниң мухбирлири өзлири көргән бу мәнзиридин мундақ хуласә чиқарған: “бу шуни көрситидуки, хитай йәнила зор түркүмдики уйғур вә башқа мусулман аз санлиқларни тутуп туруватиду вә давамлиқ тутуп турушни пиланлаватиду. Сүний һәмраһтин тартилған сүрәтләрдин 2019-йили даванчиң тутуп туруш орниға узунлуқи бир ингилиз милиға йеқин келидиған йеңи биналар қошулған.”
Бирләшмә агентлиқиниң хәвиридә хитай һөкүмитиниң “тәрбийәләш мәркизидики оқуғучилар оқуш пүтـтүргәнликтин бу орунлар тақалди” дәп тәшвиқ қилғанлиқини әскәртип, йәнә мундақ дәп язған: “агентлиқимизниң даванчеңни зиярәт қилиши, сүний һәмраһ арқилиқ тартилған сүрәтләр, мутәхәссисләр вә сабиқ мәһбуслар билән елип барған сөһбәтлири шуни испатлидики, гәрчә нурғун ‛тәрбийәләш мәркәзлири‚ һәқиқәтән тақалған болсиму, әмәлийәттә бәзилири пәқәт түрмигә яки соттин бурунқи тутуп туруш орунлириға өзгәртилгән. Сүний һәмраһтин тартилған сүрәттин мәлум болушичә, мушундақ нурғун йеңи әслиһәләрму селинған болуп, даванчеңдики 3-номурлуқ тутуп туруш орнидин өткән җайда 85 инглиз моси келидиған йәнә бир тутуп туруш мәркизи буларниң бири.”
Колорадо университетидики уйғурларни тәтқиқ қилидиған инсаншунас даррен байлер бирләшмә агентлиқиға қилған сөзидә уйғур елиниң һазир “сақчи дөлитидин ешип кәң көләмлик қамақ җазаси иҗра қилидиған бир системиға өткәнликини, йүз миңлиған кишиниң нопустин ғайиб болғанлиқи” ни билдүргән.