Хитай тибәт мәркизи ласадики потала ибадәтханисиниң үстигә дөләт байриқини асти

Мухбиримиз үмидвар
2015.09.30

Тибәтләрниң пайтәхти, тибәт буддизминиң муқәддәс йери дәп қаралған ласадики потала сарийиниң үстигә хитай дөләт байриқи есилған.

Америка авазиниң хәвәр қилишичә, потала сарийи һәм ибадәтхана болуп, у әсли тибәтниң сиясий вә диний рәһбәрлик мәркизи орни иди. Бу җайда әзәлдин тибәт роһаний вә сиясий даһийси далай лама туратти. Һазирқи далай ламаму 1959-йили һиндистанға қечиштин илгири бу йәрдә турған иди.

Хәвәрдә ейтилишичә, хитай дөләт байриқи йәнә ласа шәһәр мәркизидики әң чоң чокаң ибадәтханисиниң мунариғиму есилған.

Нөвәттә, тибәттә будда ибадәтханилириға хитай дөләт байриқи есиш, дөләт рәһбәрлириниң сүрәтлирини есиш һәрикәтлири башланған болуп, бу һәрикәт “вәтәнпәрвәрлик” дәп чүшәндүрүлгән. Бир будда раһибиниң билдүрүшичә, 2011-йили, тибәттә ибадәтхана башқуруш комитети қурулуп, “9 зөрүрийәт” дәп аталған бир паалийәт йолға қоюлған. Мәзкур “9 зөрүрийәт” ниң қатарида ибадәтханиларда “байрақ вә рәһбәрләрниң сүрәтлири болуши зөрүр” дегән мәзмунму бар икән. Шу бойичә һәммә йәрдики тибәт ибадәтханилирида байрақ вә сүрәт есиш йолға қоюлған.

Уйғур елидики бир қисим җайларда мусулманларниң мәсчитлиригә хитай дөләт байриқи есиш мәҗбурий йолға қоюлған болуп, һәтта бәзи җайларда бу қаттиқ қаршилиқларға учриған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.