Нобел тинчлиқ мукапатиға еришкүчи хитай өктичи лю шавбо вапатиниң 5 йиллиқи хатириләнди

Мухбиримиз әркин
2022.07.13
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

13-Июл күни, нобел тинчлиқ мукапатиға еришкүчи атақлиқ хитай өктичиси лю шавбониң вапат болғанлиқиға 5 йил толған хатирә күндур. У әйни вақитта хитайда федиратсийә түзүмини йолға қоюшни тәшәббус қилғанлиқи үчүн қолға елинип, муддәтлик қамақ җазасиға һөкүм қилинған вә түрмидә вапат болған иди. Шу мунасивәт билән 13-июл күни ню-йорк, лондон қатарлиқ шәһәрләрдә, шундақла японийә, тәйвән қатарлиқ җайларда хитай өктичилири паалийәт өткүзүп, лю шавбо вапатиниң 5 йиллиқини хатирлигән.

Лю шавбо бейҗиң пидагогика университетиниң сабиқ оқутқучиси болуп, у 2008-йили хитай өктичилириниң хитайда федиратсийә түзүмини йолға қоюш һәққидики “2008 асаси қанун низамнамиси” ни елан қилишқа йетәкчилик қилған, 2009-йили хитай даирилири тәрипидин қолға елинған.

Хитай һөкүмити лю шавбони “дөләт һакимийитини ағдурушқа қутратқулуқ қилиш җинайити” билән әйибләп, 11 йиллиқ қамаққа һөкүм қилған. Бирақ у 2017-йили түрмидә җигәр раки билән вапат болған. Хитай һөкүмити униң ғәрб әллиригә берип давалинишини рәт қилған иди. Радийомиз хитай бөлүминиң хәвәр қилишичә, тәйвәндики хатирләш паалийитигә ляв йиву, йән кефу қатарлиқ чәт әлләрдики хитай язғучи вә сәнәтчилири, кишилик һоқуқ қоғдиғучилири, ахбарат әркинлики паалийәтчилири қатнашқан.

Паалийәттә сөзгә чиққан бәзи кишилик һоқуқ қоғдиғучилири хитай компартийәси һакимийәт йүргүзгән 70 йилдин бери нурғунлиған “лю шавболар” ниң бир-бирләп тутқун қилинип кәлгәнлики, “тәйвәнликләрниң бу мустәбит һакимийәтни ениқ тонуп йетиши керәклики” ни ейтқан.

Мәлум болушичә, йиғинға қатнашқучилар тәйвән һөкүмитидин лю шавбониң һәйкилини аммиви мәйданда тикләшкә сорун һазирлап беришини тәләп қилған. 2010-Йили лю шавбо түрмидики вақтида униң хитайда тинчлиқ вә демократийәни алға сүрүш йолида көрсәткән тиришчанлиқи сәвәблик нобил тинчлиқ мукапатиға лайиқ көрүлгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.