Хитай таратқулирида “лопнурлуқлар” вә “доланлиқлар” уйғурлардин айрим етник гуруппидәк тәшвиқ қилинған
2023.05.03
“хитай хәвәрлири” ториниң хәвиригә қариғанда, “1-май әмгәкчиләр байрими” мәзгилидә хитай саяһәтчилири “дөләтлик A4 дәриҗилик саяһәт райони” болған “лопнурлуқлар кәнти” ни саяһәт қилған.
Лопнор наһийәсидики “лопнурлуқлар кәнти” тарим ойманлиқиниң шәрқий-шимал тәрипигә җайлашқан болуп, алаһидә җуғрапийәлик шараит вә қоюқ миллий мәдәнийәт пуриқиға игә җай. Һалбуки бу хәвәрдә, лопнурлуқлар гоя уйғурлардин айрим бир қәвм сүпитидә тәшвиқ қилинған болуп, “лопнурлуқлар бу җайда белиқчилиқ, овчилиқ билән шуғуллинидиған, узун өмүр көридиған хәлқ. Уларниң йәрлик мәдәнийитини толуқ қезиш, уларниң һекайисини техиму кәң тарқитиш керәк” дейилгән.
Хитай таратқулири 2019-йил 10-айда ават наһийәсидә өткүзүлгән “көсән-долан мәдәнийәт байрими” һәққидә бәргән бир хәвиридиму, “доланлиқлар” ни айрим мәдәнийәт вә етник гуруппа қилип көрсәткән болуп, “долан қәбилиси” дегән аталғу пәйда болғаниди.
Униңдин башқа хитай мәтбуатлири керийә уйғурлириниң бир тәркиби болған дәря бойи мәһәллисидики уйғурларни дәсләптә “явайи адәмләр”, “дунядин хәвәрсиз иптидаий инсанлар” дәп хата тәшвиқ қилип кәлгән болуп, кейин уларни өз җайидин көчүрүвәткән.
Мәлум болғинидәк, хитайниң нөвәттики тәшвиқатлирида “шинҗаң” дегән сөз тәкитлинип, “уйғур” дегән сөз мәқсәтлик һалда истемалдин қалдурулуватқан болуп, уйғур райониға саяһәткә кәлгән хитайларға “шинҗаңда уйғурлар асаслиқ милләт әмәс, бу районда нурғун милләтләр вә мәдәнийәтләр бар” дегән қараш сиңдүрүлмәкчи болған.