Уйғур тәшкилатлири хитай өктичи лю шавбониң вапатиға тәзийә билдүрүп, хитайни тәнқид қилди

Мухбиримиз әркин
2017.07.14
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Нобел тинчлиқ мукапати саһиби, атақлиқ өктичи лю шавбониң вапати ғәрб әллири, хәлқара кишилик һоқуқ гуруппилири вә уйғур тәшкилатлирини чоңқур қайғуға салди.

Д у қ пәйшәнбә күни елан қилған баянатида, “лю шавбо кишилик һоқуқ, демократийә үчүн күрәш қилишниң вә шундақла дөләт күчиниң шәпқәтсиз вә залимлиқиға қарши тиркишишниң мәңгүлүк символи” болуп қалидиғанлиқини билдүрди.

Д у қ баянатида йәнә мундақ дейилгән: “униң паҗиәси хитайниң тинч тәнқидчиләрни бастуруш, өктичиләргә вәһимә селиш вә шундақла қандақ һәрикәтләрниң хитай, уйғур, тибәт вә башқиларға пайдилиқ икәнликигә даир зөрүр диалогларни давамлиқ боғуватқанлиқиниң рошән ипадиси.”

Америкидики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәшкилати шу күни елан қилған баянатида, униң ағдурмичилиқ билән әйиблинип адаләтсиз түрмигә қамалғанлиқини, хитай һөкүмитиниң кесәлни давалашни рәт қилип, униң өлүшигә йол ачқанлиқини әйиблигән. Лю шавбониң вапати йәнә америка, германийә, фирансийә, әнглийә қатарлиқ дөләтләр вә нурғун хәлқара тәшкилатларниң инкасини қозғиған иди.

Америка дөләт ишлар министири теллирсон, пәйшәнбә күни лю шавбониң вапатиға тәзийә билдүрүп, униң “хитайда тинч демократик ислаһатни алға сүрүш үчүн түрмигә қамилип, вапат болғанлиқи” ни билдүргән. Германийә, фирансийә, әнглийә лю шавбониң аяли лю шяниң чәтәлгә чиқип давалинишиға йол қоюшни тәләп қилған. Б д т кишилик һоқуқ алий комиссари зәид раад әл һүсәйин, “дуня, өзиниң һаятини кишилик һоқуқ, тинчлиқни қоғдашқа вә изчиллиққа атиған, өзиниң етиқади үчүн түрмигә ташланған, принсипал бир чемпийондин айрилди” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.