Ма шиңруй уйғур елидики иқтисадий ечиветиш синақ районлири вә санаәт бағчилириниң тәрәққиятини күчәйтишни тәкитлигән
2024.11.04
Уйғур аптоном районлуқ партком 3-ноябир күни “шәрқий җуңғар иқтисадий ечиветиш райони” да йиғин чақирип, кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәрипидин уйғур мәҗбурий әмгикиниң асаслиқ базиси, дәп қариливатқан райондики “санаәт бағчилири”, шундақла иқтисадий ечиветиш синақ районлириниң юқири сүпәтлик тәрәққиятини күчәйтиш, бу санаәт бағчилири вә иқтисадий синақ районлирини “бир “бәлбағ вә бир йол” каридоридики дөләтләр билән техиму зич башлашни тәләп қилған. Бу йиғинниң хитай иқтисади касатлишип, хитай һөкүмити иқтисадни қутқузушниң җиддий тәдбирлирини алған болсиму, әмма буниң үнүмигә гуман билән қариливатқан бир пәйттә, ечилиши диққәт қозғимақта. Ма шиңруйниң йиғинда көрситишичә, уйғур елидики иқтисадий ечиветиш синақ нуқтилириға вә санаәт бағчилириға хитайниң “енергийә еһтияҗиға капаләтлик қилиш, истратегийәлик кан байлиқи вә ашлиқ бихәтәрлики истратегийәси нуқтисидин қараш керәк” икән.
Хитайниң уйғур елидики санаәт бағчилириниң көлими, униң 2017-йилидин башлап уйғурларни кәң көләмдә тутқун қилип, лагер-түрмиләргә қамиши билән тәң тез кеңийип, нурғун уйғурлар бу орунлардики мәҗбурий әмгәк күчлиригә айландурулған. Нөвәттә, хитайниң иқтисадий синақ районлири вә санаәт бағчилирини техиму күчәйтиши, уйғур әмгәк күчлириниң техиму узун вақит бу орунларға бәнд қилиниши, мәҗбурий әмгәкниң техиму көләмлишиши һәм системилишишини кәлтүрүп чиқиришидин әндишә қилинмақта. “шинҗаң гезити” ниң хәвәр қилишичә, йиғинда ма шиңруй мундақ дегән: “биз шинҗаңдики ечиветиш райони вә санаәт бағчилириниң хизмитини яхши ишләштә, шинҗаңға шинҗаңда туруп қаримаслиқимиз, санаәт бағчилириға ноқул санаәт бағчиси, дәп қаримаслиқимиз, буниңда партийә вә дөләтниң омуми вәзийитини чиқиш қилишимиз, буниңға дөләтниң енергийә еһтияҗиға капаләтлик қилиш, истратегийәлик кан байлиқи вә ашлиқ бихәтәрлик истратегийәси нуқтисидин қаришимиз керәк.”
Униң көрситишичә, һәр қайси орунлар “әркин сода районлирини юқири өлчәм билән қуруп, ечиветиш райони вә санаәт бағчилириниң әтраптики дөләтләр билән чоңқур һәмкарлиқини күчәйтиши, хәлқара һәмкарлиқниң йеңи шәкиллири һәққидә издиниши керәк” икән.